Өзбекистанлиқларниң қул әмгикигә селиниши еғир болмақта


2007.06.24

Йеқинда америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған дуня йүзидики қул әмгикигә селиш әһвалиға аит доклатта өзбекистан пуқралириниң қул әмгикигә селинишқа дуч келиш әһвалиниң еғир икәнлики көрситилгән. Истатистикилиқ мәлуматларға асасланғанда , һәр йили 500 миң өзбекистанлиқ чәт әлләргә қанунсиз йоллар билән ишләшкә елип чиқилидикән.

Өзбекистандики инсан һоқуқи тәшкилати "изгүлүк" ниң рәһбири васила инайәтованиң ашкарилишичә, мәзкур тәшкилат русийә вә қазақистанларға ишләшкә елип кетилгән кишиләрниң әһвалини игиләп, мунасивәтлик органларға уларға ярдәм бериш һәққидә мәлуматлар сунған.

Өзбекистан журналисти малик мәнсурниң мәлуматлириға асасланғанда, нурғун өзбекистан аяллири әрәб бирләшмә хәлипилики, җәнубий корийә, һиндистан, исраилийә, тайланд қатарлиқ мәмликәтләргә алдап елип берилип, җинсий қуллуққа селинған.

Хәвәрләргә қариғанда, җинсий қуллуққа селинған қизларниң көпинчиси өз елидә турмуш шараити начар, иқтисадий киримгә муһтаҗ болуп, алдамчилар уларға юқири маашлиқ иш тепип беримиз дегәнни баһанә қилип, өз дөлитидин елип чиққандин кейин, уларниң паспорт вә мунасивәтлик һөҗҗәтлирини еливелип, башқиларға сетивәткән вә яки җинсий алақә содисиға мәҗбурлиған. Нөвәттә, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан , русийә, украинийә вә молдавийә қатарлиқ мәмликәтләрдики аяллар бу әһвалға әң еғир дәриҗидә учримақта икән.

Өзбекистан , таҗикистан вә қирғизистанлиқлар әң көп берип ишләйдиған мәмликәт русийә болуп, буларниң ичидә мутләқ көп санни өзбекистанлиқлар тәшкил қилидикән. Русийигә барған бу мусапирларниң мутләқ көпчилики русийә һөкүмити тәрипидин қанунлаштурулмиғанлиқи үчүн түрлүк паҗиәлик қисмәтләргә ,җүмлидин өлтүрүлүш, булаң-талаң қилиниш һәмдә қул әмгикигә селиништәк хорлуқларға дуч кәлмәктә.

Әлвәттә, оттура асия хәлқлири билән етник туғқанчилиққа игә уйғурларму бу әһвалларға дуч келишкә башлиған болуп, уйғур елиниң һәр қайси наһийилири, йеза -қишлақлиридин көп сандики уйғур қизлири хитайниң ичкири районлириға ишләшкә елип кетилмәктә, уларниң тәқдири уйғурларниң диққәт етибаридин орун алмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.