Б д т, қирғизистандин өзбек мусапирлирини қоғдишини тәләп қилди


2005.06.23

Чаршәнбә күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катиби кафи анан қирғизистан һөкүмитидин өзбекистандин қечип қирғизистанда панаһланған өзбек муһаҗирлирини қоғдап, уларни өзбекистанға қайтуруп бәрмәсликини тәләп қилди. Улар шундақла өзбекистан һөкүмитини, қирғизистанда панаһланған өзбек вәтәндашлирини қайтуруп бериши үчүн қирғизистан һөкүмитигә бесим ишлитишни тохтитишқа чақирди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң рә иси лүвиза арбор, қирғизистанда панаһланған өзбек вәтәндашлириниң өзбекистанға қайтурулған тәқдирдә, тән җазаси вә өлүм җазаси қатарлиқ қаттиқ җазаларға учрайдиғанлиқини испатлайдиған нурғун пакитлар мәвҗут диди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати муһаҗирлар комитети, мәзкур тәшкилатиниң қирғизистандики хадимлириниң, қирғизистанға қечип кәлгән өзбек пуқра лириниң сиясий панаһлиқ тәлипи мәсилси үстидә ишләватқанлиқини билдүрди.

Хәвәрләргә қариғанда, қирғизистан һөкүмити, өзбекистанниң тәлипигә бинаән қирғизистанға қичип кәлгән өзбек муһаҗирлиридин 29 нәпәр панаһланғучини өзбекистанға қайтурушни пиланлимақта икән.

Өзбекистан һөкүмити әнҗан шәһиридики наразилиқ намайишини қаттиқ бастурғандин кейин 500 әтрапида өзбекистан пуқраси қирғизистанға қечип кәлгән иди.

Өзбекистан һөкүмити әнҗан шәһиридики вәқәләрдә 173 кишиниң өлгәнликини баян қилип, бирләшкән дүләтләр тәшкилати вә ғәрб дөләтлириниң әнҗандики вәқәләр тоғрисида хәлқаралиқ бир тәкшүрүш елип бириш һәққидики тәләплирини рәт қилмақта.

Лекин хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, әнҗандики вәқәләрдә 500 дин миңғичә адәм өлгәнликини тәкитлимәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.