Назарбайев кәримопниң әнҗандики бастурушиға иҗабий баһа бәрди

Оттура асиядики әң чоң дөләт һесаблинидиған қазақистан җумһурийитиниң президенти нурсултан назарбайев 19-20-март күнлири президент ислам кәримопниң тәклипи билән өзбекистанда зиярәттә болди. Ташкәнт радиосиниң учуридин мәлум болушичә, зиярәт җәрянида икки президент қазақистан –өзбекистан мунасивәтлири җүмлидин чегра мәсилиси һәм ички вәзийәт қатарлиқларни өз ичигә алған бир қатар мәсилиләр бойичә сөһбәт өткүзгән.

Оттура асия иттипақини қуруш идийисиниң тәшәббускари һесаблинидиған нурсултан назарбайевниң бу қетим ислам кәримоп билән бу һәқтә сөзләшкән-яки сөзләшмигәнлики һәққидә учур йоқ. Әмма, назарбайев өткән йилидики әнҗан вәқәсини тилға елип, өзбекистан һөкүмитиниң әнҗанда қолланған чарә-тәдбириниң адил икәнликини тәкитлигән.

"Пәрғанә,ру "агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нурсултан назарбайев" мән шуни билимәнки, әнҗанда силәр 26 милйон өзбекистанлиқниң аманлиқини қоғдидиңлар, пәқәт өзбекистанлиқларнила әмәс, бәлки қазақистанлиқларни, қирғизистанлиқларни вә бу йәрдә яшаватқан һәммини қоғдидиңлар. Разветка қилишлар арқилиқ ениқ мәлум болдики, тәйярлиқ көргән әсәбий унсурлар өзбекистанға кирип, силәрниң вәзийитиңларнила әмәс, бәлки бизниң вәзийитимизниму муқимсизлаштурмақчи болған иди" дегән һәмдә өзбекистан һөкүмитиниң бастурушиниң тоғра болғанлиқини әгәр ундақ қилмиғанда пүтүн районниң вәзийитиниң муқимсизлишип кетидиғанлиқини көрсәткән.

Әнҗан вәқәси мунасивити билән америка вә башқа ғәрб дөләтлири ислам кәримопни қаттиқ қоллуқ қилғанлиқ вә тинч пуқралар бастурғанлиқ билән тәнқид қилған шуниңдәк әнҗан вәқәси үстидин хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришни тәләп қилған болсиму лекин, ислам кәримоп буниңға қошулмиған иди. Нәтиҗидә, ислам кәримоп америка һәрбий базисини тақап, униң орниға хитай вә русийә билән болған мунасивәтни күчәйткән.

Назарбайевниң өзбекистан зиярити бу икки дөләт үчүн муһим истратегийилик әһмийәткә игә болуп, һәр иккила дөләттә өктичиләрниң демократийилишишни илгири сүрүш, һәқиқий сайлам қилиш тәләплири күнсайин күчлүк болмақта. Бу җәһәттә икки президент бир-бирини қоллашқа муһтаҗ. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org