Ташкәнт вашингтондин йирақлишип, москваға техиму йеқинлашмақта
Америка һәрбий базисини тақиғандин кейин техи йеқиндила русийә билән иттипақдашлиқ шәртнамиси түзгән өзбекистан мана әмди маарип җәһәттә русийә билән йеңи һәмкарлиқларни орнатти. Русийә һөкүмити өзбекистанға өз мәктәплири кәң ачидиғанлиқини билдүрди.
Пәрғанә ру. Интернет учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, русийә муавин маарип министири ташкәнттә өткүзүлгән русийә алий маарип көргәзмисиниң йепилиш мурасимида русийә алий мәктәплириниң илгири өзбекистанға қойған чәклимилирини бикар қилип, келәр мәвсүмдин етибарән өзбекистанлиқ оқуғучиларни көпләп қобул қилидиғанлиқини елан қилди.
Русийә әмәлдари өз сөзидә һазир русийидә 6000 өзбекистанлиқ оқуйдиғанлиқини, буниңдин кейин бу санниң бир қанчә һәссә көпийидиғанлиқини әскәрткән. Бу қетим өзбекистан вә русийә алий мәктәплири арисида 50дин артуқ һәмкарлиқ келишимлири түзүлгән.
Ислам кәримопниң америка билән болған мунасивити йирикләшкәндин кейин, у хитай вә русийә билән болған мунасивәтләрни күчәйткән болуп, һәтта йеңи хәвәрләргә қариғанда ташкәнт даирилири 1995-йилидин етибарән өзбекистанда паалийәт елип бериватқан һөкүмәткә беқинмайдиған тәшкилат " америка адвокатлар җәмийитини" сотқа тапшуруп, уларни қанунсизлиқ билән әйибләп тақиветидиғанлиқини билдүргән.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбекистан билән русийә достлуқ вә һәмкарлиқ келишими имзалиди
- Өзбекистан билән русийә иттипақдашлиқ шәртнамиси түзмәкчи
- Америка, өзбекистан даирилириниң өктичи партийә рәһбирини қолға алғанлиқиға көңүл бөлмәктә
- Америкиниң нәзиридин сақит қилинған ташкәнт
- Америка өзбекистанға бәрмәкчи болған ярдәм пулни тоңлатти