Америка өзбекистандики һәрби базисини күчәйтмәкчи болди


2004.08.19

Америка һөкүмити чәтәлдики қошунлирини қайта орунлаштуруш пилани бойичә, өзбекистандики һәрби базисини күчәйтмәкчи болди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америкиниң бир нәпәр юқири дәриҗилик дөләт мудапиә әмәлдари, америка һөкүмитиниң явропадики қошунлирини чекиндүрүш билән бир вақитта, өзбекистанға охшаш бир қисим йеңи иттипақдаш дөләтлиридики һәрби күчини ашуридиғанлиқини билдүргән.

11 - Сентәбир вәқәсидин кийин, америка афғанистандики һәрби һәрикәтләрни көздә тутуп, өзбекистанниң хан абад һава армийә базисида қошун турғузған. Нөвәттә бу базида 1000 дәк америка әскири мәвҗут.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, бир қисим анализчилар вә өктичи сиясийонлар америкиниң бу пиланиниң өзбекистандики һөкүмәт билән ислами күчлири арисидики зиддийәтни өткүрләштүриветиши момкинликини көрсәтмәктә.

Уларниң ейтишичә,нурғун өзбекләр америкиниң өзбекистанға техиму көп қошун киргүзишини, америка һөкүмитиниң өзбекистандики диктатор һөкүмәтни қоллайдиғанлиқиниң бир ипадиси дәп қарайдиғанлиқи үчүн, бу өзбекләр арисида, америкиға қарши кәйпиятни күчәйтидикән. Шундақла исламий күчлириниң техиму көп һуҗумларни қозғишини кәлтүрүп чиқириши мумкин икән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.