Өзбекистан һөкүмити хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә учриди


2005.05.15

Хәлқара җәмийәт йәкшәнбә күни өзбекистан һөкүмитиниң һәрбий күч билән намайишчиларниң һәрикитини бастурғанлиқини қаттиқ әйиблиди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, әнгилийә ташқи ишлар министири җәк сичо йәкшәнбә күни өзбекистанни демократик өзгириш ясашқа чақирип, " вәзийәт интайин еғир, у йәрдә демократийә кәмчил болмақта, еғир кишилик һоқуқ дәпсәнчилики йүз бәрмәктә" - деди.

У йәнә " мән өзбек әскәрлириниң намайишчиларға оқ чиқарғанлиқини қаттиқ әйибләймән, һәмдә өзбекистан һөкүмитини өзини тутувелип, мәсилини тинчлиқ билән һәл қилишқа чақиримән" - дәп билдүрди.

Мәркизи нйо-йорктики хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиму йәкшәнбә күни баянат елан қилип, һөкүмәтниң террорчилиққа қарши күрәшни баһанә қилип, намайишчиларға оқ чиқиришини ақлашқа болмайдиғанлиқини билдүрди. Уларниң көрситишичә, бу вәқә террорчилиққа бағлинишлиқ болмастин, бәлки хәлқниң намратлиқ вә бастурушқа қарши һәрикити икән.

Әмма өзбекистан һөкүмити йәкшәнбә күни хәлқара җәмийәтниң әйиблишини рәт қилди. Өзбекистан ташқи ишлар министирлиқи , әскәрләрниң намайишчиларға оқ чиқарғанлиқини пүтүнләй инкар қилди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.