Яврупа иттипақи, өзбекистанға қарита имбарго йолға қойди


2005.10.03

яврупа иттипақи, дүшәнбә күни май ейида әнҗанда йүз бәргән бастуруш һәрикити тоғрисида тәкшүрүш елип берилишини рәт қилғанлиқи үчүн, өзбекистанға қарита қорал имбаргоси йолға қоюп, өзбекистан билән яврупа иттипақи оттурисидики һәмкарлиқ келишимини тоңлатти.

яврупа иттипақиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири шундақла, әнҗандики бастурушта мәсулийити бар өзбек һөкүмәт әмәлдарлириниң яврупа иттипақи дөләтлиригә киришикә рухсәт берилмәйдиғанлиқини билдүрди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, яврупа иттипақи хадимлири, өзбекистан һөкүмити әнҗанда йүзбәргән бастуруш тоғрисида хәлқаралиқ бир тәкшүрүш елип берилиши тоғрисидики тәләпләрни рәт қилғанлиқи үчүн, яврупа иттипақиниң бундақ бир қарар алғанлиқини билдүрди.

Мәркизи америкидики хәлқара кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилати, яврупа иттипақиниң өзбекистанға қарита қорал имбаргоси йолға қоюш вә шундақла өзбекистан билән һәмкарлиқ келишимини тоңлитиш қарарини мәдһийиләп, яврупа иттипақиниң бу қарари, 13 - май күни өзбекистандики вәһши бастурушни ениқлаш тоғрсиида хәлқарада елип бериливатқан паалийәтләрни техиму тезлитиду, деди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.