Өзбекистан б д т ниң бу дөләттики мусапирлар ишханисини тақиди

Б д т мусапирлар идарисиниң дүшәнбә күни ашкарилишичә, өзбекистан һөкүмити мәзкур органниң бу дөләттики ишханисини бир ай ичидә елип чиқип кетишни тәләп қилған.

Б д т мусапирлар идарисиниң баянатчиси астрид фон гендерен стортниң әскәртишичә, улар өзбекистан даирилириниң бу һәқтики бир һөҗҗитини тапшурувалған болуп, һөҗҗәттә уларға бу дөләттики мусапирлар ишханисини " бир ай ичидә тақашни" буйруқ қилған.

Сторт, өзбекистан даирилириниң һәрикитидин "һәйран қалғанлиқини" вә бу әһвалниң " наһайити аз көрүлидиған" һадисә икәнликини билдүрди. Униң әскәртишичә, адәттә бәзи һөкүмәтләр мәлум кишиләрни чигридин қоғлап чиқарсиму, әмма пүтүн бир органни тақиветиш аз учрайдиған әһвал һесаблинидикән. Б д т мусапирлар идариси, өзбекистан ташқий ишларминистирлиқиниң уларға бу органниң өзбекистандики вәзиписи ахирлашти, дегәнликини билдүрди.

Мусапирлар идариси өзбекистан даирилириниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, кәримов һөкүмити "бу орган өзиниң вәзиписини тамамлиди. Униң өзбекистанда давамлиқ турушиниң һаҗити қалмиғанлиқини көздә тутуп, ташқий ишлар министирлиқи б д т мусапирлар идарисиниң бир ай ичидә ташкәнттики ишханисини тақашни тәләп қилиду " дегән. Нөвәттә мусапирлар идарисиниң өзбекистандики хизмити асаслиқи афғанистандин қечип кәлгән 2000 дәк мусапирниң туралғу мәсилисини һәл қилиш иди. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org