Явропа иттипақи өзбекистанға қаратқан чәклимиләрниң вақтини узартти
2006.11.13
явропа иттипақи дүшәнбә күни өткән йили өзбекистанға қарита йолға қойған қорал имбаргоси вә өзбекистан дөләт әрбаблириға қарши йолға қойған виза чәклимисиниң вақтини қайтидин узартти.
Лекин, явропа иттипақи ташқи ишлар министирлири брюсселда өткүзгән йиғинида, өзбекистанниң кишилик һоқуқ вә әнҗан вәқәси һәққидә сөһбәт башлаш тоғрисдики тәлипини қобул қилип, өзбекистан билән төвән дәриҗидә рәсмий мунасивәт қурушни қарар қилди.
Өзбекистан һөкүмити өткән йили май ейида әнҗан шәһиридә өзбекистан президенти ислам кәримоф һакимийитигә қарши елип берилған наразилиқ һәрикитини қанлиқ бастурғандин кейин, явропа иттипақи өзбекистанға қорал-ярақ сетишни һәмдә өзбекистанниң 12 алий дәриҗилик дөләт әрбабиға виза беришни бир йил чәклигән иди. Бу чәклимиләр ниң муддити 14- ноябир күни ахирлишатти. явропа иттипақи ташқи ишлар министирлири бүгүн бир баянат елан қилип, өзбекистанға қарита йолға қоюлған қорал имбаргосини йәнә 12 ай вә өзбекистан дөләт әрбаблириға қаритилған виза чәклимисини 6 ай узартқанлиқини җакарлиди.
Америка һөкүмити, явропа иттипақиниң өзбекистанға қаратқан имбаргони узартиш қарарини қарши алғанлиқини билдүрди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси син маккорниң вашингтонда мухбирларға бәргән баянатида, америка һөкүмити явропа иттипақиға охшашла кишилик һоқуқниң үзбекистандики вәзийитидин тәшвиш қилмақта, деди.
Әнҗан шәһиридә йүз бәргән вәқә шаһитлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири, 2005- йили 13- май күни йүз бәргән бу вәқә җәрянида аяллар вә кичик балиларниму өз ичигә алған йүзлигән кишиниң өзбекистан бихәтәрлик қисимлири тәрипидин өлтүрүлгәнликини билдүрмәктә. Лекин өзбекистан һөкүмитиниң ейтишичә, бу вәқә җәрянида асасий қисими қораллиқ болған радикал исламчилар өлтүрүлгән. (Қанат)