Өзбекистан ғәрб дөләтлиригә йеқинлашмақта
2007.03.10
2005- Йили әнҗан шәһиридә йүз бәргән қанлиқ бастуруш һәрикитидин кейин, ғәрб дөләтлиридин йүз өрүп, пүтүнләй руисйигә йүзлгәнгән өзбекистан һөкүмитиниң, қайтидин ғәрб дөләтлирии билән мунасивәтлирини оңшашқа урунуватқанлиқи билдүрлмәктә.
Гәрчә, 7- март күни өзбекистанни зиярәт қилған русийә баш министири михаил фрадкоф билән өзбекистан президенти ислам кәримоф, икки дөләт оттурисидики йеқин һәмкарлиқ вә достлуқни тәкитләп, йеңи келишимләргә қол қойған болсиму, әмма сиясий мулаһизичиләрниң билдүрүшичә, русийә баш министириниң өзбекистан зияритиниң өзи икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң хунуклишиватқанлиқиниң бишарити һесаблинидикән.
Уларниң ейтишичә, өзбекистан һөкүмәт гезитлирида, ғәрб дөләтлири билән мунасивәтләрни яхшилаш тоғрисида елан қилиниватқан мақалилар, өзбекистанниң русийә билән болған мунасивәтлириниң дегәндәк маңмайватқанлиқини вә бу дөләтниң ғәрб дөләтлири билән мунасивәтлирини яхшилашқа тиришиватқанлиқини көрситидикән.
Өзбекистан һөкүмитиниң зувани болған бир гезитидә елан қилинған бир мақалидә һөкүмәтниң йеқинда явропа иттипақи, японийә вә америка билән сөһбәт елип бериш үчүн елип бериватқан һәрикәтлиригә юқри баһа берилгәнлики буниң бир испати һесаблинидикән.
Хәвәрләргә қариғанда, русийә билән өзбекистан оттурсидики сода вә тиҗари мәсилилиридиму, икки тәрп оттурисида нурғун ихтилаплар мәвҗут икән. Өзбекистан һөкүмити русийиниң дөләт игиликидики гаспром ширкитиниң, өзбекистанда тәбий газ ишләпчиқиришниң тәрәққияти үчүн 300 милйон доллар мәбләғ селишни вәдә қилғанлиқини әмма һазир ғичә өзбекистанға пәқәт 30 милйон доллар мәбләғ салғанлиқини билдүрмәктә. Русийә болса, өзбекистанниң 2006- йилида русийигә 67000 машина експорт қилип, русийидин пәқәт 3500 машина импорт қилғанлиқидин шикайәт қилмақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи өзбекистанға қаратқан чәклимиләрни көздин кәчүрүшни кечиктүрди
- явропа иттипақи өзбекистан мәтбуатини яхшилаш үчүн һәрикәт башлиди
- Өзбекистан һөкүмити әнҗан вәқәси һәққидә явропа иттипақи билән сөһбәтлишишни қобул қилди
- явропа иттипақи өзбекистанға қаратқан чәклимиләрниң вақтини узартти
- явропада бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати русийни өзбек мусапирлирини өзбекистанға қайтурмаслиққа чақирди