Өзбекистанда сәргәрданлар көпәймәктә


2007.03.11

Америка авази өзбекчә хәвәрлиридин мәлум болишичә, йеқинқи йиллардин буян өзбекистан җәмийитидә өй макансиз, ишсиз кәмбәғәл мусапирларниң сани пәвқуладдә көпийиватқан болуп, һәр қайси шәһәрлиридики коча койларда түнәватқан сәргәрданларни наһайити көп учритиш мумкин .

Мухбирниң өзбекистандики коча койларни макан тутуп, әхләтләр арисидин озуқ издәп йүргән бир аялниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә " һазир өзбекистанда әхләт терип, кишиләрдин садиқә тиләп, кочиларда йетип қопоп йүргән кишиләр өзбекистанда адәттики бир ишқа айланған."Әгәр улар немә сәвәбтин бу хил қаттиқ күнгә қеливатқанлиқи һәққидә параңлишип қалса техиму яман күнләргә қелиши мөмкин."

Өзбекисатниң ташкәнт кочилирида сәрсанә яшаватқан бир харәзимлик киши мухбирға өзлиригә охшаш кишиләрниң өзбекистан һөкүмитидин һәр қандақ ярдәмгә еришиштин үмидини өргәнликини ейтқан.

Хәвәрдә көрситилишичә , өзбекистанда сәргәрданларниң барғанчә көпийиши һәмдә уларниң барғанчә еғир күнләргә қелишиға өзбекистан мустәқил болғандин буян һөкүмәт кәмбәғәлләргә вә ишсизларға ярдәм бериш һәққидә һечқандақ һөҗҗәт яки қарар алмиған болуп шу сәвәблик һәтта бәзи ишсиз ярдәмсиз қалған хәлқ российә башқа әлләргә көчмән болмақта икән. Болупму өзбекистан даирлири тәрипидин сиясий гумандар билән қолға елинған яки иштин қалдурулған кишиләрниң сәргәрданлиққа йүзлиниши бир қәдәр еғир икән.

Кәримоф һөкүмити хәлқара җәмийәт тәрипидин кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан әң диктатор һөкүмәтләрниң бири қилип көрситилмәктә. Өзбекистан президенти ислам кәримоф өзбәк хәлқиниң -2005 йили майда әнҗанда һөкүмәт сияситигә қарши елип барған тинч намайиш һәрикитини қанлиқ бастуруп дуняниң қаттиқ әйиблишигә учрап кәлмәктә. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.