Америка өзбекистан билән болған мунасивәтни яхшилаш нийитини ипадилиди
2006.08.09
Америкиниң ярдәмчи ташқи ишлар министири ричард бошер өзбекистан президенти ислам кәримоф билән сөһбәтләшкәндин кейин, америкиниң өзбекистан билән болған мунасивәтни яхшилашни халайдиғанлиқини билдүрди.
Ричард бошер мухбирларни күтивелиш йиғинида қилған сөзидә, "биз бу йәрдә башқа күчләрдин бир нәрсә талишишни ойлашмидуқ. Биз өзбекистанниң русийә, хитай, яропа бирлиги вә түркийигә охшаш башқа һәр қандақ дөләтләр билән болған мунасивәтни давамлиқ сақлап қелишини халаймиз" деди.
У сөзидә йәнә, " биз өзбекистанниң башқа пурсәт вә таллашларни қолға кәлтүришигә ярдәм қилалаймиз дәп қараймиз. Шундақла биз өзбекистан билән йеңи һәмкарлиқ түзүшни халаймиз" дәп көрсәткән. Әмма у бу йеңи һәмкарлиқларниң қандақ елип берилидиғанлиқида тәпсилий тохталмиди. Ричард бошер чаршәнбә күни ташкәнттә өзбекистан президенти ислам кәримоф вә ташқи ишлар министири виладимир норов билән сөһбәтләшкән. У пәйшәнбә күни қирғизистанни зиярәт қилмақчи.
Америка әндиҗан вәқәсидә өзбекистанни әйиблигәндин кейин, ислам кәримоф америка билән 2001- йилидики 11-сентәбир вәқәсидин буян давамлаштурған достлуқ мунасивитини бирдинла үзүп, америкиниң һәрбий базисини тақиди һәмдә нурғун чәтәл мәблиғи билән қурулған һөкүмәтсиз тәшкилатларни тақиған иди.(Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисидә оттура асия темисида испат бериш йиғини ечилди
- Америка оттура асияда туридиған һәрбий қисимлирини қисқартиши мумкин
- Америка оттура асияға қаратқан сияситини күчәйтиши мумкин
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири өзбекистанға иқтисадий җаза беришни тәләп қилди
- Өзбекистан америкиниң "сәбдаш" инсанпәрвәрлик тәшкилатини тақиди