Өзбекистан сиясий өктичи надирә һидайитоваға 10 йиллиқ қамақ җазаси бәрди
2006.03.01
Өзбекистанниң ташкәнт шәһәрлик соти чаршәнбә күни "сәрқуяш өзбекистан бирләшмиси" ниң рәһбәрлиридин бири болған өктичи надирә һидайитоваға иқтисадий җинайәтләр билән 10 йиллиқ қамақ җазаси бәрди. Әмма надирә ханимниң қоллиғучилири буниңда сиясий сәвәб барлиқини тәкитлиди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сот мәһкимиси өктичи надирә һидайитовани 8 түрлүк җинайәт әйиблигән болуп, асаслиқи зор миқдардики мәбләғни өзләштүрүш вә баҗ оғрилаш қатарлиқ иқтисадий әйибләрдин ибарәт. Сот мәһкимиси шундақла надирә һидайитова қарашлиқ ширкәткә баҗ оғрилиғанлиқи үчүн 230 миң америка доллири җаза қойған.
Надирә һидайитованиң адвукати мухбирға, униңға берилгән әйибләшләрниң һәммисидә һечбир испат йоқлиқини билдүрди. Өзбекистан президенти ислам кәримоф әндиҗан вәқәсидин кейин өктичиләргә қаратқан бастурушини техиму күчәйткән. Надирә һидайитова өткән йили 12-айда москвадики сәпиридин қайтип кәлгәндә қолға елинған. У москвадики мәзгилидә ислам кәримофни әйибләш ахбарат йиғини оюштурған иди.
" Сәр қуяш өзбекистан бирләшмиси"ниң қурғучиси санҗар өмароф техи өткән һәптә өзбекистан соти тәрипидин охшашла иқтисадий җинайәт билән 13 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. У өзбикистанда иқтисадий ислаһат елип беришни тәрғип қилғучилардур. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбекистан һөкүмити өктичи бай сәнҗәр өмәрофни 13 йиллиқ түрмигә ташлиди
- Өзбекистанда қуяш нури партийисиниң рәһбири сотланди
- Оттура асия әллири чәтәл аммиви тәшкилатлириға паалийәт чәклимиси қойди
- Өзбекистан һөкүмити, сиясий өктчи вә кишилик һоқуқ паалийәтчисини қолға алди
- Оттура асия демократлири бирләшти