Өзбекистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири, б д т да сүрүштүрүлмәктә
2007.11.10
Б д т тән -җазасиға қарши туруш комитети, җүмә күни, өзбекистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини вә өзбекистан түрмилиридә йүз бериватқан қйин-қистақлар һәққидики шкайәтләрни аңлашқа башлиди. Икки күн давамлишидиған шикайәт йиғинда, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә өзбек кишилик һоқуқ паалийәтчилири, өзбекистан һөкүмәт даирилириниң сиясий өктичиләрни бастурушта тән-җазасидин давамлиқ бир қорал сүпитидә пайдилиниватқанлиқини, пакитлар билән оттуриға қойидикән.
Б д т тән-җазасиға қарши туруш комитети вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири, узундин бери өзбекистанда тән җазасиниң, сиясий өктичиләрни бастурушта өзбек даирилири тәрипидин қоллиниливатқан бир қоралға айланғанлиқини тәкитләп кәлмәктә.
Йиғинға, васила инайәтова қатарлиқ атақлиқ өзбек кишилик һоқуқ паалийәтчилири қатнашқан болуп, инайәтова йиғинда қилған сөзидә, хәлқара тәшкилатларни, өзбек кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң, өзбекистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидики шикайәтлиригә йетәрлик көңүл бөлмиди дә әйиблиди.
Йиғинға, өзбекистан һөкүмәт вәкиллириму қатнашқан болуп, улар йиғинда қилған сөзидә, өзбекистан һөкүмитиниң тән-җазасини йоқутуш, әдлийә вә җаза системисини өзгәртиш үчүн җиддий паалийәт елип бериватқанлиқини билдүрди.
12- Ноябир күни йәни дүшәнбә күни өзбекистан һөкүмәт вәкиллири, йиғинда оттуриға қоюлған мәсилиләргә җавап беридикән.
Хәвәрләргә қариғанда, б д т тән җазасиға қарши комитети, бир ай ичидә кишилик һоқуқниң өзбекистандики вәзийити һәққидә бир доклат елан қилидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайда ахбарат әркинлики изчил қамал қилиниватқанлиқини оттуриға қойди
- яху интернет ширкити америка авам палатасида кәчүрүм сориди
- явропа бирлики қирғизистанда қәст қилинған журналист делосини җиддий тәкшүрүшни тәләп қилди
- Америка авази радиоси мухбири әлишир сайиповниң өлтүрүлүши ғул-ғула қозғимақта
- Америка қирғизистандин сүйқәсткә учриған мухбирниң қатилини ениқлашни тәләп қилди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилишқа чақирди
- Америка һөкүмити йиллиқ доклат елан қилип хитайни тәнқидлиди
- Өзбекистан -русийә бихәтәрлик даирилири давамлиқ пүтүшти
- Америка палата әзалири хитай рәиси ху җинтавға имзалиқ хәт йоллиди
- Америка һөкүмәт вәкиллири оттура асиядики уйғурлар мәсилсини оттуриға қойди