Б д т тән җазасиға қарши туруш комитети өзбекистанни қаттиқ әйиблиди


2007.11.24

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати тән җазасиға қарши туруш комитети, өзбекистанда тән җазасиниң давамлиқ ишлитилидиған бир қоралға айланғанлиқини тәкитләп, өзбекистан һөкүмәт даирилиридин, тән җазаси тоғрисидики шкайәтләрни җиддий тәкшүрүп чиқишини тәләп қилди.

Б д т тән җазасиға қарши туруш комитети, җүмә күни, өзбекистандики вәзийәт һәққидә елан қилған баянатида, өзбекистан сақчилири вә қанун иҗра қилиш органлириниң мәһбусларни вәһши усулларда қйинайдиғанлиқи вә давамлиқ тән җазасидин бир қорал сүпитидә пайдилиниватқанлиқи һәққидә, испатлиқ пакитлар мәвҗут икәнликини билдүрди.

Комитет әзалири елан баянатида, түрмиләрдики вәһши қйин-қистақлар тоғрисидики шкайәтләрни тәкшүрүш вә җавапкарларни сотқа тартиш тоғрисида б д т вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәләплирини рәт қилған, өзбекистан һөкүмәт даирилирини қаттиқ әйиблигән.

Б д т тән җазасиға қарши туруш комитетиниң баянатидин бурун, мәркизи нюйорктики кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилати, кишилик һоқуқниң өзбекистандики вәзийити һәққидә бир доклат елан қилип, дуня җамаәтчиликидин тән җазасиға қарши хәлқара килишимләрни дәпсәндә қиливатқан өзбекистан һөкүмитини қаттиқ әйибләшкә чақирған иди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.