Өзбекистан һөкүмити мәтбуат контроллуқини күчәйтмәктә
-
2006-03-16 -
-
-
Өзбекистан һөкүмити, өзбекистандики чәтәл мәтбуат органлирида ишләйдиған мухбирлар үстидики контроллуқини күчәйтидиған йеңи бир қанун йолға қойди.
15- Март күни өзбекистан ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған йеңи қанун, чәтәл мухбирлириниң өзбекистанниң ички ишлириға арилишишини, хәлқини һөкүмәтни ағдурушқа, һөкүмәткә қарши қораллиқ қозғилаң көтиришкә қутрутушни һәмдә етник вә диний гуруппилар оттурисида зиддийәт вә дүшмәнлик пәйда қилидиған һәрикәтләр елип беришини чәкләйдиған мәзмунларни өз ичигә алған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йеңи йолға қоюлған қанунға хилаплиқ қилған мухбирлар я җәриманә төләйдикән вә яки өзбекистандин чиқириветилидикән.
Хәлқара мухбирларни қоғдаш тәшкилати өзбекистанда йолға қоюлған йеңи қанунни қаттиқ тәнқид қилип, өзбекистан һөкүмити бу йеңи қанунни йолға қойош билән бирликтә, өзбекистан мәтбуатидики пүтүн әркинлик авазини боғди, деди.
Хәвәрләр гә қариғанда, өзбекистан ташқи ишлар министирлиқи 15 - март күни, германийә долқуни радиосиниң өзбекистандики үч мухбирини ташқи ишлар министирлиқиға чақиртип, уларниң бири болған абд шабанофниң ишләш рухситини тартивалған.
Шабаноф, январ ейида өзбекистандин русийигә йолға чиққан 30 кишиниң йолда қилип тоңлап өлгәнлики вәқәси һәққидә хәвәр язған иди. Өзбекистан ташқи ишлар министирлиқи бундақ бир вәқәниң йүз бәрмигәнликини билдүрмәктә. (Қанат)