Өзбекистан шималий атлантик әһди тәшкилатиниң министирлар йиғиниға вәкил әвәтишни рәт қилди


2005.06.09

Өзбекистан һөкүмити пәйшәнбә күни брюсселда өткүзүлгән шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң министирлар йиғиниға дөләт мудапиә министирини әвәтишни рәт қилди.

Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, өзбекистан шималий атлантик окян әһди тәшкилати явро- атлантик һәмкарлиқ кеңишигә әза болғачқа, әслидә бу йиғинға қатнишиш салаһийити бар икән. Бирақ ташкәнт даирилири дөләт мудапиә министириниң башқа вәзиписи барлиқини билдүрүп, йиғинға вәкил әвәтмигән.

Шималий атлантик окян әһди тәшкилати өзбекистан һөкүмитиниң әнҗандики хәлқ қаршилиқ һәрикәтлирини бастурушини әң қаттиқ әйиплигән хәлқара органларниң бири . У әнҗанда өткән айда йүз бәргән һөкүмәт армийисиниң намайишчи хәлққә оқ чиқириш вәқәси үстидин хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришни изчил түрдә тәләп қилмақта.

У қетимқи вәқәдә өзбекистан һөкүмити 170 нәччә адәмниң өлгәнликини, өлгәнләрниң көпинчисиниң " террорчилар" икәнликини билдүргән. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә йәрлик хәлқ болса, вәқәдә 500 дин артуқ пуқраниң бигунаһ өлтүрүлгәнликини көрсәткән.

Шималий атлантик әһди тәшкилатиниң әмәлдари әнҗандики вәқә мунасивити билән мәзкур тәшкилатниң өзбекистандики бәзи паалийәтлирини тохтутуп, мәзкур дөләт билән болған мунасивитини қайта көздин кәчүриватқанлиқини билдүрди.

У йәнә ,шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң йиғинида, русийә дөләт мудапиә министири билән өзбекистан мәсилисини музакирә қилип, русийиниң өзбекистанға бесим ишлитишини қолға кәлтүрүшни үмид қилидиғанлиқини ипадилиди.

Бирақ русийә дөләт мудапиә минситири сергий иваноф буниң алдидирақ, өзбекистанда хәлқара тәкшүрүш елип беришни қоллимайдиғанлиқини билдүрүп, ислам кәримоф һөкүмитини қоллайдиғанлиқини қайта тәкитлигән.

Мәлуматларға қариғанда, хәлқаралиқ тәкшүрүшни рәт қиливатқан өзбекистан һөкүмити ғәрбтин келидиған бесимни азлитиш үчүн, чаршәнбә күни өзини яқлайдиған русийә, хитай, иран, һиндистан қатарлиқ дөләтләрниң дипломатлирини әнҗандики қанлиқ вәқә үстидики тәкшүрүшлирини назарәт қилишқа тәклип қилған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.