Өзбекистан вә қирғизистан президентлири учрашти
2005.10.09
7-Сентәбир күни русийиниң санкит петирбург шәһиридә өткүзүлгән оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлириниң йиғини җәрянида өзбекистан президенти ислам кәеримоф билән қирғизистан президенти қурманбек бақийев айрим вә мәхсус сөһбәт өткүзүп, икки дөләтниң һәмкарлиқ мунасивәтлири һәққидә пикирләшти.
Бу һәқтә хәвәр бәргән қирғизистан " қабар " агентлиқиниң учуридин қариғанда, икки президент қирғизистан билән өзбекистанниң әнәниви достлуқи вә бу достлуқни раваҗландурушниң һәр иккила тәрәп үчүн пайдилиқ икәнликини тәкитләш билән биргә йәнә "қирғизистан-өзбекистан мәңгүлүк достлуқ шәртнамиси"ни әмәлгә ашуруш һәмдә ислам кәеримоф билән қурманбек бақийевниң айрим-айрим һалда өзара дөләт зиярити елип бериши һәққидә келишим һасил қилған. Улар йәнә қирғиз-өзбек чегра районлириниң муқимлиқини ишқа ашуруш үчүн ортақ иш елип беришкә келишкән.
Мәлуматларға қариғанда бу әнҗан вәқәсидин кейин шәкилләңән һәмдә күнсайин мурәккәпләшкән қирғиз –өзбәк мунасивәтлиридин кейин икки дөләт али рәһбәрлириниң учришип, рәсми соһбәт өткүзүши вә келишим һасил қилиши болуп һесаблинидикән.(Үмидвар)