Қирғизистандики өзбек мусапирлар роминийигә вақитлиқ орунлашти
13 - Майдики әнҗан вәқәсидин кейин қирғизистанға қечип барған 400 дин артуқ өзбек мусапир, җүмә күни айропилан билән роминийиниң тимисора райониға йетип берип, б д т намидики мусапирлар лагириға орунлашти. Мусапирларниң омуми сани 439 болуп, бу сан 23 нәпәр өсмүр билән 74 аялни өз ичигә алиду.
Мусапирлар әнҗан вәқәсидә қирғизистанға қечип барғандин кейин, б д т қирғизистан чегриси ичидики қарасуға орунлаштурған. Әмма қирғизистан һөкүмити б д т дин мусапирларни башқа дөләткә елип кетишни тәләп қилған иди.
Роминийидики мусапирлар лагири явропа иттипақиниң ярдими билән қурулған болуп, лагирниң орни бухаристниң 500 километир ғәрбидики тимисорада. Мусапирларниң башлиқи василей драгониң билдүрүшичә, мусапирлар бу йәрдә 2 - бир дөләт қобул қилғичә туридикән. У, җидди әһваллар сиртида мусапирларниң лагирдин айрилишиға болмайдиғанлиқини билдүрди.
Роминийә ташқи ишлар министири михай разван ангуринониң тәкитлишичә, өзбек мусапирлар руминийидә 6 айғичә турғандин кейин, америка, канада яки голландийиләрниң биригә орунлаштурулидикән. (Әркин)