Қазақистан өзбек кишилик һоқуқ паалийәтчисини б д т муһаҗирлар идарисиға тапшурди


2005.07.12

Қазақистан һөкүмити, өзбекистан һөкүмитиниң қазақистанда панаһланған өзбек сиясий өктичиси вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси лутфулла шәмсидинофни өзбекистанға қайтуруш тоғрисидики тәләплирини рәт қилип, уни бирләшкән дөләтләр тәшкилати муһаҗирлар идраисиға тапшуруп бәрди.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати муһаҗирлар алий комисарлиқиниң баянатчиси рон ридмонниң билдүрүшичә, май ейида өзбекистанниң әнҗан шәһиридә йүз бәргән бастуруш һәрикитидин кейин өзбекистандин қичип қазақситанда панаһланған шәмсиддиноф, аилиси билән бирликтә мәлум бир яврупа дөлитигә вақитлиқ орунлаштурулған.

Ридмон қазақситанниң шәмсиддинофни өзбекистанға қайтуруп бәрмәслик қарарини махтап, қазақистан һөкүмити шәмсиддинофни өзбекистанға бәрмәй бизгә тапшуруш арқилиқ хәлқара принсипларға садақәтмән икәнликини җанлиқ бир мисал билән испатлиди, деди

Әнҗандики бастуруштин кейин, өзбекистандин қечип қазақистанда панаһланған шәмсиддинофниң қазақистан һөкүмити тәрипидин қолға елиниши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған һәмдә америкиниң қазақистандики баш әлчиси қазақистан һөкүмитини шәмсиддинофни өзбекистанға қайтурмаслиққа чақирған.

Өзбекистан һөкүмити шәмсиддинофни террорчилиқ вә хәлқ арисида ялған хәвәр тарқитиш билән әйибләп, қазақистан һөкүмитидин уни өзбекистанға қайтуруп беришни тәләп қилған иди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.