Қазақистандики һөкүмран партийиниң баш шитабида партлаш йүз бәрди
2004.11.28
Қазақистан президенти нурсултан нәзәрбайефниң отан партийисиниң баш шитаби сиртида йәкшәнбә күни кәчтә арқа- арқидин икки қетим партлаш вәқәси йүз бәрди.
Ройтирс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, икки қетимлиқ партлаш бәш минут ичидә йүз бәргән. Алди билән отан партийисиниң алматадики баш шитаби бинасиниң кочиға қарап туридиған бир деризисиниң астиға орунлаштурулған бомба партлиғандин кейин, бина сиртидики бир телефонханиға орунлаштурулған иккинҗи бомба партлиған.
Нәқ мәйдандикиләр партлашниң шиддәтлик икәнликини, бинаниң деризилири вә қисмән тамлирини вәйран қилғанлиқини билдүргән. Хәвәрдә ийтилишичә, партлаш нәтиҗисидә бинадин етилип чиққан әйнәк вә хиш парчилири бир адәмни яриландурған.
Хәвәргә қариғанда, қазақистанниң алаһидә қораллиқ қисимлири вә пуқрачә кийингән сақчилар узун өтмәйла үч қәвәтлик мәзкур бинани пичәтлигән. Вәқәниң ким тәрипидин садир қилинғанлиқи техи ениқ әмәс. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Көзәткүчиләр қазақистандики сайламниң әркин вә адаләтлик өтмигәнликини билдүрмәктә
- Қазақистандики парламент сайлими
- Қазақистан призденти нурсултан назарбайевниң уйғур ели зиярити
- Қазақистан импорт беҗини өстүрди
- Қазақистан бир қисим террорстларни қолға алғанлиқини билдүрди
- Қазақистан рәһбәрлири, қазақистанниң сиясий муһитини яхшилаш һәққидә вәдә бәрди
- Қазақистан али сот мәһкимиси бир уйғур тәшкилатиниң қазақистандики һәркитини чәклиди