Қалмақистан җумһурийити уйғур елидин адәм көчүрмәкчи
2006.04.12
Қалмақистан җумһурийити уйғур елидин адәм көчүрмәкчи
Йеқинда ғәрб вә хитай мәтбуатлирида русийиниң волга дәряси бойидики қалмақистан җумһурийити президентиниң хитайниң ғәрбий шималий қисимидин 10 миңдин артуқ адәм көчүрүп келип маканлаштурмақчи болғанлиқи һәққидики хәвәрләр елан қилинди. Бу хәвәр хитай интернәт торлирида түрлүк инкасларни қозғиған болуп, бу кишиләрниң қалмақларниң кимлики һәмдә қалмақистан җумһурийитиниң немә сәвәбтин хитайдин адәм йөткимәкчи болғанлиқиға болған қизиқишни қозғиди.
Қалмақистан өз етник қериндашлирини көчүрүп келиш арқилиқ өз мәдәнийитини сақлимақчи
Қалмақистан президенти кирсан улумҗинопниң хитайдин адәм көчүрүшни қарар қилғанлиқи һәққидики хәвәр алди билән әнгилийиниң "қоғдиғучи" гезити тәрипидин тарқитилған болуп, мәзкур учурға асасланғанда, йеқинда қалмақистан җумһурийити мәмликәтни гүлләндүрүшниң йеңи пиланини түзүп чиққан . Буниңға асасән президент кирсан улумҗиноп хитайниң ғәрбий шималидики уйғур ели вә ички моңғул қатарлиқ җайлардин он миң әтрапида адәм көчүрүп келип, қалмақистанға маканлаштуруш идийисини оттуриға қойған. Хәвәрдә ейтилишичә, қалмақ президенти буниң сәвәбини чүшәндүрүп, " һазир шинҗаң вә ички моңғулда 300 миңдин 400 миңғичә болған қалмақлар билән ортақ тилда сөзлишидиған адәмләр яшайду. Шуңа , буларни көчүрүш пилани қалмақларниң тили вә чарвичилиқ әнәнисини раваҗландурушқа ярдәм бериду, илгирики бир қанчә йиллар ичидә бир қанчә йүз хитай қалмақ аилиси бу йәргә келип маканлишип, бу йәрниң һаятиға маслишип болди" дегән.
Қалмақистан президентиниң уйғур елидин қалмақларни көчүрүп келиш пилани һәққидә хитай тәрәпниң рәсми билдүрүшлири елан қилинмиған болуп, шаңхәйдики бир мәтбуат оргини русийидики хитай әлчиханисидин бу әһвални сориғанда, хитай әлчиханисиниң хадими өзлириниң мәзкур пиландин хәвәрсиз икәнликини билдүргән. Әмма, бир қисим көзәткүчиләр, русийә билән хитай һөкүмити арисида мәлум сандики қалмақларни қалмақистанға көчүрүп келип маканлаштуруш мәсилиси һәққидә бирәр ички сөһбәт яки келишимниң болушини чәткә қаққили болмайдиғанлиқини, чүнки илгири хитай билән қазақистан арисидиму уйғур аптоном районидики қазақларни қазақистанға көчүрүш мәсилисидә сөһбәтләрниң болғанлиқини көрситишмәктә. Улар йәнә русийә федератсийисигә тәвә қалмақистан җумһурийитиниң алий рәһбири һесаблинидиған президентниң бу сөзни ейтишиниң тәсадипий әһвал әмәсликини пәрәз қилмақта.
Қалмақлар көчүп келишни бурунла башлиған
Қалмақистан президенти кирсан улумҗиноп, өзиниң "қоғдиғучи" гезитигә бәргән мәлуматида, бир қанчә йүз аилиниң қалмақистанға көчүп келип маканлишип, у җайниң әһвалиға маслишип болғанлиқини билдүргән . Демәк уйғур ели қатарлиқ җайлардики қалмақларниң волга дәряси бойидики қалмақистан җумһурийитигә көчүши бурундинла башланған икән.
Мунасивәтлик әрбабларниң билдүрүшичә, совет иттипақи йимирилип, қалмақистан русийә федератсийиси билән федерал келишимгә қол қоюп, өзиниң җумһурийәтлик һоқуқиға сазавәр болғандин кейин, мәзкур җумһурийәттә қалмақ миллий мәдәнийитини әслигә кәлтүрүш вә уни раваҗландуруш долқуни қозғалған. 1992-1993-Йилларда қалмақистан президентиниң тәклипи билән уйғур елиниң бир қисим университет һәм тәтқиқат орунлирида ишләйдиған байинғолинлиқ һәм бөриталалиқ моңғул зиялийлири қалмақистанға келип, түрлүк хизмәтләргә орунлашқан, һәтта уларниң ичидә яш моңғул алими әрдән байер қалмақистан президентиниң тил-йезиқ мәсилиси бойичә мәслиһәтчиси болған. Пешқәдәм моңғул алимлиридин шинҗаң унивәрситетиниң дотсенти норбо әпәнди қалмақистан алимлириниң кона қалмақ тилини өгиниш һәм тәтқиқ қилиш, бу саһәдә кадирларни тәрбийиләш ишлириға зор дәриҗидә ярдәм көрсәткән. Уйғур елидики моңғуллар дәп аталған мәзкур қалмақ алимлири қалмақистан һөкүмити тәрипидин алаһидә әтиварланған вә яхши хизмәт һәм шараитлар билән тәминләнгән болуп, һәтта уларниң русийә дөләт тәвәликигә өтүшигиму қолай пурсәт яритип берилгән икән. Америкида яшайдиған исмини ашкарилашни халимайдиған бир моңғул алиминиң билдүрүшичә, қалмақистан президентиға тил-йезиқ бойичә мәслиһәтчилик қилған бөриталалиқ моңғул алими ерден байер кейин намәлум адәмләр тәрипидин өлтүрүветилгән болуп, бу әһвал моңғулларниң түрлүк гуманлирини қозғиған икән.
Қалмақлар вә қалмақистан җумһурийити
Қалмақистан җумһурийити каспи деңизиниң ғәрбий тәрипигә, волга дәряси бойиға җайлашқан болуп, астирахан қатарлиқ қәдимий татар шәһәрлиригә йеқиндур. Қалмақистанниң омуми йәр көлүми 76 миң кивадрат километир келиду. У, 13 мәмурий район, бир биваситә қарашлиқ шәһәрдин тәркип тапқан. Аһалиси 300 миңдин артуқ болуп, аһалиниң йеримини дегүдәк қалмақлар тәшкилләйду. Қалмақлардин башқа бу йәрдә йәнә, руслар, татарлар һәм кавказийиликләр һәм башқа милләтләр яшайду.
Қалмақларниң тили моңғул тил системисиға тәвә болуп, уларниң тили уйғур елидики моңғулларниң тили билән охшаш. Тарихий җәһәттин волга бойидики мәзкур қалмақлар 16-әсирдә уйғур елидин көчүп, русийә тәвәсигә берип йәрләшкән. 18-Әсирдә чар падишаһ һөкүмити уларниң өзлирини башқуруш һоқуқини бикар қилған һәмдә уларни будда динидин ваз кечип , християн динини қобул қилишқа зорлиғанда қалмақларниң кәң көләмдә уйғур елиға көчүш вәқәси йүз бәргән. Тарихий мәлуматларға таянғанда тәхминән 170 миң әтрапида қалмақ аһалиси шәрққә қарап қечип, русларниң көп қетимлиқ қоршап йоқитиш һуҗумлирини тармар қилип, 100 миң адәмни қурбан қилиш бәдилигә ахири уйғур елиниң юлтуз, хошут, бөритала қатарлиқ җайлириға келип маканлашқан. Әнә шуларниң русийә һөкүмранлиқида қалғанлири "қалмақлар" дәп аталған болуп, қалмақ дегән сөз уйғурчә "қалғанлар, яки кәтмигәнләр" дегән мәнини билдүридикән. Тарихий сәвәбтин русийә тәвәсидә кәтмәй қалған қалмақлар уйғур елидики моңғулларни йәни қалмақларни өзлири билән бир чоң қәбилә дәп қарайдикән.
Қалмақистан президенти кирсан улумҗиноп
Қалмақистан президенти кирсан улумҗиноп 30 йешида президентлиққа сайланған болуп, у узун мәзгил тиҗарәт билән шуғуллинип, зор мәбләғкә игә болған. Һазир у русийидики әң бай президентларниң бири болуп һесаблиниду. Униң сабиқ русийә президенти борис йелсин вә һазирқи президент владимир путин билән йеқин мунасивити бар икәнлики билдүрүлмәктә. Кирсан улумҗиноп хәлқара шахматчилар җәмийити қуруп, өз иқтисади билән шахматчиларни қоллиған, һәмдә шахмат мусабиқилирини уюштурған. Униң тиришчанлиқи билән хәлқара олимпик комитети хәлқара шахматчилар җәмийитини рәсми етирап қилған. У һазир мәзкур җәмийәтниң президенти болуш билән қалмақистанниң пайтәхти әлиста шәһиридә дуня бойичә әң чоң шахмат шәһәрчиси қуруш ишини елип бармақта. Кирсан улумҗиноп, бир қанчә қетим тибәт роһаний даһиси далай-ламани қалмақистанға тәклип қилған болуп, у қалмақлар вә тибәтләрниң диний һәм миллий мәвҗутлуқи үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә икән(үмидвар).









