Қазақистан хитай билән болған мунасивитини күчәйтишкә вәдә бәрди


2004.10.22

Қазақистан президенти нурсултан назарбайеф, пәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар министири ли җявшиңни қобул қилип, қазақистанниң хитай билән болған һәмкарлиқ мунасивитини күчәйтишкә тәйярлиқи һәққидә вәдә бәргән.

Хитайниң һөкүмәт зувани шинхва ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қазақистан президенти астананиң бейҗиң һөкүмити билән хитайлар тәрипидин үч хил күчләр дәп аталған террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини билдүргән. Хитай һөкүмити уйғурларниң бейҗиң даирилиригә қарши өктичилик һәркитини террорчилиқ, милли бөлгүнчилик вә диний әсәбийлик билән әйиблимәктә.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, бейҗиң даирилирини террорчилиққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқи вә диний етиқат әркинликини аяқ - асти қилиш билән тәнқитлигән.

Ли җявшиң, бейҗиң икки дөләт башлиқлири тәрипидин имзаланған икки тәрәп мунасивитигә даир стиратигийилик келишимләрниң роһини иҗра қилиду, дәп әскәрткән. Ли җявшиң җүмә күни алма-атада чақирилған асийда ишәнч турғузуш вә һәмкарлиқни күчәйтиш кеңишидики дөләтләрниң министирлар йиғиниға қатнашти. Асияда ишәнч турғузуш вә һәмкарлиқни күчәйтиш кеңишидики хитай, қазқистан вә пакистанларни өз ичигә алған 17 дөләт терорчилар, бөлгүнчиләр вә диний әсәбиләрниң паалийитигә даир өчурларни алмаштуруш һәққидә келишим һасил қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.