Қазақистанда өктичи сиясий партийиниң паалийити чәкләнди
2005.01.12
Қазақистан демократик таллаш партийиси алмута шәһәрлик сот мәһкимисиниң һөкмигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, сотниң һөкми қазақистанда украинийидикигә охшаш "қизғуч инқилаб" йүз берип қилишиниң алдини елиш үчүн, һөкүмәтниң өктичи сиясий гуруһларға қарши башлиған бастуруш һәрикитиниң бир қисми дәп көрсәтти . Сот , қазақистан демократик таллаш партийисини дөләт бихәтәрликигә дәхли - тәрүз қилған вә һөкүмәтни ағдурушқа урунған дәп әйиблигән .
Лекин, мәзкур партийиниң адвокати йифгини жовтис алматада өткүзүлгән мухбирларни күтүвилиш йиғинида бәргән баянатида, қазақистандики һакимийәт сиясий бастуруш йолиға қарап маңди. Һакимийәтниң бу йолни таллишида украинийидики вәқәләр муһим рол ойниғанлиқи иниқ, диди .
Сотниң һөкмини сиясий бир оюн дәп көрсәткән қазақистан демократик таллаш партийисиниң юқири дәриҗилик хадимлиридин питир сивйик" һөкүмәт бизниң паалийитимизни чәкләш арқилиқ бизни әсәбий, радикал бир тәшкилат дәп көрсәтмәкчи. Бизниң мәқситимиз инқилаб қилиш әмәс, асасий қанун рамкиси ичидә қазақистанда сиясий ислаһат елип бериш. Украинийә вә грозийидики сиясий өзгиришләр қазақистандики һакимийәт даирлирини чүчүтивәткән болуши мумкин, диди.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, украинийидики қансиз "қизғуч инқилап" йүзмиңлиған кишиниң украинийә сайлам комитети тәрипидин президент сайлимида йеңилди дәп елан қилинған өктичи сиясий һәрикәтниң рәһбири виктор юшинкони қоллап, кәң көләмлик намайишлар өткүзүшигә сәвәп болған . Ахирида сайлам нәтиҗиси сайламда сахтипәзлик вәқәлири йүз бәргәнлики үчүн бикар қилинип, сайлам қайтиланған иди .
Қазақистан президентиниң сиясий мәслиһәтчиси ярмуһәммәт йиртишаюф, һөкүмәтниң қазақиситандики сиясий өктичи һәрикәтни бастурушни вә һөкүмәтни қоллимиған гезит- жорналларни тақашни мәқсәт қилмиғанлиқини билдүрди . Униң ейтишичә, украинийидә йүз бәргән "қизғуч инқилаб" ниң қазақистанда йүз бериши мумкин әмәс. Чүнки қазақиситандики вәзийәтни грозийә вә украинийиидики вәзийәт билән силиштурғили болмайдикән .
Лекин, қазақистан демократик таллаш партийисиниң адвокати жовтисниң билдүрүшичә, украинийидики президент сайлимида юшинкониң сайламда ғәлибә қилғанлиқи, қазақистандики һакимийәтни чөчүтивәткән . Чүнки, бу вәқә, әгәр сабиқ совет җумһурийәтлиридә адаләтлик сайлам елип берилса, өктичи сиясий һәрикәт рәһбәрлириниң сайламда ғәлбә қилалайдиғанлиқини испатлиған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қазақистан демократик таллаш партийиси дүшәнбә күни, қануний йоллар арқилиқ сотниң һөкүмигә қарши туридиғанлиқини вә қазақистанда демократик ислаһат елип берилиши үчүн күришини давамлаштуридиғанлиқини билдүрди .
Қазақистанда, демократик таллаш партийисиниң паалийитиниң чәкләнгәнлики, қазақситандики сиясий өктичи гуруһлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңла әмәс, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму диққитини қозғиди .
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати болған америкидики әркинлик сарийи сәйшәнбә күни бир баянат елан қилип, қазақистан демократик таллаш партийисиниң паалийитиниң чәкләнгәнликини, қазақистанда демократийиниң арқиға чекинишни дәп көрсәтти .
Әркинлик сарийиниң дериктори җәнифәр винзор, қазақистан сотиниң демократик таллаш партийиси һәққидики һөкми, қазақистанда демократийиниң тәрәққи қилишини күткән нурғун кишиләрни үмидсизләндүриду. Биз президент нәзәрбайоф һөкүмитидин сотниң димократик таллаш партийиси һәққидә чиқарған һөкмини дәрһал көздин кәчүрүшини һәмдә һөкминиң бикар қилиниши үчүн җидди тиришчанлиқ көрситишини тәләп қилимиз, диди . (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка қазақистандики кәң көләмдә йоқутуш характерлиқ қоралларни тазилаш ишлири үчүн мәбләғ аҗратти
- Қазақистандики һөкүмран партийиниң баш шитабида партлаш йүз бәрди
- Қазақистан импорт беҗини өстүрди
- Қазақистан бир қисим террорстларни қолға алғанлиқини билдүрди
- Қазақистан рәһбәрлири, қазақистанниң сиясий муһитини яхшилаш һәққидә вәдә бәрди
- Қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизи вәкиллири уйғур елидики зиярәттин қайтти
- Қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизи вәкиллири уйғур елигә зиярәткә маңди
- Қазақистан али сот мәһкимиси бир уйғур тәшкилатиниң қазақистандики һәркитини чәклиди