Қазақистан коммунистлири америкини хитайға тәһдит салмаслиққа чақирди
2007.08.19
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бирләшмә һәрбий маневири ахирлишип, хитай рәиси ху җинтав қазақистанни зиярәт қилған пәйттә қазақистан коммунистик партийиси алмута шәһәрлик комитети америкиниң қазақистанда турушлуқ баш әлчисигә очуқ хәт йезип, америкиниң хитайға тәһдит салмаслиқини тәләп қилған.
Қазақистанда чиқидиған" позитсийә" намлиқ интернет гезитиниң учуриға асасланғанда, қазақистан коммунистлири хетидә америка дөләт мәҗлисиниң хитайниң олимпик мусабиқисигә байқут елан қилиш һәққидә һәмдә судан вә шималий корийә мәсилиси һәққидә қарар лайиһә қобул қилишқа тиришишини әйибләп, хитай һөкүмитиниң қазанған мувәппәқийәтлирини көккә көтәргән.
Улар хетидә америкиниң "олимпиккә байқут елан қилиш арқилиқ хитай һөкүмитигә бесим қилишиниң әмәлийәттә 2008-йиллиқ олимпиктә хитай командисиниң америка тәнһәрикәтчилиридин ешип кетишидәк пакитни етирап қилғанлиқи" икәнликини оттуриға қойған.
Инкаслардин қариғанда, компартийә қазақистан, қирғизистан вә русийидә һазирму мәвҗут болуп, бу партийә бурунқи совет иттипақиниң әнәниси бойичә америка башлиқ ғәрб дунясиға қарши идийисини давамлиқ ипадиләп кәлмәктә, бирақ, компартийиниң бу дөләтләрдики тәсир күчи аҗиз һесаблинидикән . (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә қирғизистанға актип ярдәм бериду
- Оттура асия рәһбәрлири диний әсәбиликниң райондики тәһдитини көптүрүвәткән
- Түркмәнистан вә афғанистан йеңи туруба йоли ясашни пиланлимақта
- Қазақистан хитай һәрбилириниң киришигә йол қоймайду
- Путин оттура асия рәһбәрлири билән көрүшти
- явропа иттипақи мәркизий асия дөләтлиригә 12 милйон доллар бәрди
- Хитай һөкүмити оттура, ғәрбий асия мунбири йиғинида "һәмкарлишип инақ асия қуруш' ни тәшвиқ қилған
- Алма-атада, уйғур музикилик - шеир кечилики
- Назарбайефниң оттура асия дөләтлири иттипақи қуруш идийиси әмәлгә ашамду?