Қазақистанда өктичиләр бирлишишкә башлиди


2006.12.26

Пәрғанә агентлиқиниң учуридин қариғанда, қазақистандики өктичи партийиләрдин "адаләт" билән " ақ йол" бирлишиш қәдимини бесишқа башлиған болуп, ақ йол партийисиниң башлиқи алихан баймәноп 26- дәкабир күни " биз биринчи қәдәмдә сиясий системиларни демократийилиштүрүш вә иҗтимаий-сиясий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн бирлишишни күчәйтиватимиз" деди.

Хәвәрдин қариғанда, икки өктичи партийә арисида бирлишиш келишими түзүлгән болуп, келишимгә бинаән икки партийә дөләтниң иҗтимаий-сиясий һаяти, қанунлирини бирликтә тәйярлаш, вә башқа саһәләр бойичә бирләшмә паалийәт қилидикән.

"Ақ йол" партийиси қазақистан парламентида муһим орун тутқан өктичи партийә болуп, у қазақистан президентиниң " отан " партийиси билән даим риқабәтлишип кәлгән.

"Ақ йол" билән "адаләт" қазақистанниң сиясий-иҗтимаий һаятиға тәсир көрситиш күчигә игә партийәләрдур. Буларниң тәшкиллишидә буниңдин илгири кәң көләмлик намайишлар елип берилған болуп, улар президент назарбайевни демократик ислаһатқа дәвәт қилип, униң һакиммутләқлиқини тәнқид қилған.

Көзәткүчиләр диктаторулуқта әйибләнгән туркмәнистан президенти ниязопниң өлүмидин кейин түркмәнистанда йүз бериши мумкин болған өзгиришләрниң қазақистан, өзбекистандики өктичилик һәрикәтлиригә тәсир көрситиши мумкинликини оттуриға қоюшмақта. Қазақистандики өктичиләрниң өз паалийәтлирини күчәйтиши бәлки буниң билән мунасивәтлик болса керәк. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.