Қазақистандики уйғур тәшкилатлири һәққидики йеңи мақалә
2006.05.07
Өткән һәптидә оттура асия агентлиқи тәрипидин ринат сәйдуллайев исимлик бир қазақистан анализчисиниң "қазақистандики уйғур тәшкилатлири һәқиқи террорчиларму яки разветка органлириниң парчә пулиму?" дегән темида бир парчә мақалә елан қилинди.
Аптор мақалисидә йеқинда қазақистан разветка органлири тәрипидин қолға елинған йүсүп қадир қатарлиқ икки нәпәр уйғурға мунасивәтлик әһвалларни чөридигән һалда, қазақистанда йүз бәргән қазақ өктичи рәһбири алтунбек сарсинбайев қатарлиқниң сирлиқ өстүрүлүш вәқәси һәм башқа арқа көрүниши мурәккәп дилоларни әскәртип өтүш арқилиқ, әмәлийәттә бу җумһурийәттики нурғунлиған вәқәләрниң бихәтәрлик даирилири билән бағлинишлиққа игә икәнликини көрситиду.
Анализчи ринат сәйдуллайев мақалисидә бүгүнки күндә қазақистанниң ғәрб демократик дөләтлириниң уйғурларниң мәсилигә сиясий җәһәттин қарап, қазақистанниң хитай билән бирлишип, уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчилирини хитайға қайтуруп бериштәк хәлқара қанунларға хилап қилмишини тәнқид қилғандин кейин, қазақистан разветка даирилириниң уйғурларға аит ишларни мәхпий тутуватқанлиқини, әмәлийәттә уйғур мәсилисиниң хитай әйиблигәндәк террорчилиқ әмәсликини бәлки разветка органлири тәрипидин оюн қәрти қилинғанлиқини шәрһләйду.
Апторниң чүшәндүрүшичә, буниңдин илгири қолға елинған қазақистандики үч нәпәр аталмиш террорчилиқ тәшкилат рәһбәрлири әмәлийәттә қазақистан дөләтлик бихәтәрлик идарисиниң қош салаһийәтлик агентлири болуп чиққан икән.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати қазақистанда тутуп қелинған икки уйғур тоғрисида баянат елан қилди
- Америка мәтбуатлирида гуантанамодики уйғурлар
- Қазақистан ташқи ишлар министири уйғур аптоном районини зиярәт қилиду
- Йеңи шафақ гезити: гүантанамодики игә - чақисиз уйғурлар
- Қазақистандики сайлам нәтиҗиси һәққидә уйғурларниң һес қилғанлири