Қазақистан кеңәш палата рәиси тоқайиф үрүмчидә қазақ тәтқиқатчилар билән сөһбәт өткүзди


2008.01.29

28 - январ қазақистан парламенти алий кеңәш палатаси рәиси тоқайиф уйғур елидә зиярәттә болуш җәрянида, қазақ тәтқиқати билән шуғуллинидиған бир қисим қазақ тәтқиқатчилар билән сөһбәт йиғини өткүзгән болуп, сөһбәт йиғинида икки тәрәп қазақ тарихи вә мәдәнийитидики тәтқиқат нәтиҗилиридин ортақлишиш арзуси барлиқини илгири сүргән.

Тәңритағ торида көрситишичә, мәзкур сөһбәт йиғиниға уйғур аптоном райони хәлқ қурултийи даимий комитети мудири әркин имир бақи вә сияси кеңәш рәиси әсқәт кәримбай қатарлиқлар қатнашқан.

Хәвәрдә көрситилишичә, уйғур аптоном райони иҗтимаий пәнләр академийиси башлиқи мяв пушең вә бир қисим қазақ миллитидин болған тарих тәтқиқатчилири иштирак қилған вә айрим - айрим һалда қазақ миллитиниң тарихи тәтқиқати җәһәтләрдә қолға кәлтүргән илмий нәтиҗиләрни тонуштурған вә қазақистанниң тарих вә мәдәнийәт әһвали үстидә пикир алмаштурған.

Хәвәрдә оттуриға қоюлушичә, сөһбәт йиғини җәрянида уйғур аптоном районидики қазақ тәтқиқатчилар вә қазақистан алимлири қазақ тарихи вә мәдәнийити һәққидә чоңқурлап муназирә вә муһакимә елип барған болуп, улар кәлгүсидә илим саһәсидә алақини күчәйтиш, илмий нәтиҗиләрдин өз-ара бәһриман болуш арзусини билдүрүшкән.

Әмма, бир қисим қазақ вә қирғиз тәтқиқатчилириниң әсәрлиридики уйғур тарихи вә мәдәнийитигә аит пакитларға көз юмуш хаһиши алимлар арисида ғулғула пәйда қиливатқан бир пәйттә, хитай һөкүмитиниң бу хил паалийәтләрни уюштуруши шуниңдәк муһакимә йиғинида қазақистанда яшайдиған уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити җәһәтләрдә елип берилған тәтқиқат вә бу саһәдә қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр яки қандақ хизмәтләр ишләнгәнлики һәққидә һечқандақ пикирләрниң оттуриға чиқмиғанлиқи чәтәлләрдики тәтқиқатчиларни һәмдә уйғур тәшкилатлирини тәәҗҗүпләндүрмәктә. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.