Қазақистан президент сайлими бу йил декабирға орунлаштурулди
2005.08.19
Қазақистандики назарбайеф һөкүмити билән өктичи күчләр арисидики бир мәзгиллик талаш-тартиштин кейин, қазақистан даирилири җүмә күни президент сайлимини бу йил декабирға орунлаштурғанлиқини җакарлиди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, президент сайлими 2005 - йили декабирниң биринчи йәкшәнбә күнигә йәни 12 - айниң 4 - күнигә бекитилгән. Назарбайеф һөкүмити илгири президент сайлимини 2006 - йили декабирда өткүзүшни тәкитлигән болуп, буниңға қазақистан өктичилири күчлүк қарши турған иди.
Қазақистандики өктичи күчләр асасий қанунниң 41 - маддиси бойичә, президент вақти 7 йил болғанлиқи үчүн, бу вақит тошушниң алдидики декабирда өткүзүшни тәләп қилди. Нурсултан назарбайев 1999 -йили яниварда тәхткә чиққан болуп, бундақ болғанда сайлам бу йил декабирда өткүзүлүши керәк. Әмма назарбайеф һөкүмити болса, 94 - маддиға асасән, президент вақти ахирлашқандин кейинки декабирда йәни 2006 - йилида сайлам өткүзүшни тәкитлигән.
Қазақистандики асаслиқ өктичи һәрикәтниң рәһбири болған амирҗан косаноф, назарбайеф һөкүмитиниң өктчиләрниң дегинидәк қилишиниң, мәсилини чүшәнгәнликтин әмәс, бәлки қорққанлиқидин мушундақ қилғанлиқини билдүрүп, "һөкүмәт өктичи күчләрниң 2006 - йили сайлам өткүзүшкә қәтий қошулмайдиғанлиқини тонуп йәткән" деди.
Нурсултан назарбайеф, қазақистан җумһурийити совет иттипақидин бөлүнүп чиққандин буян президентлиқ вәзиписини өтәватқан болуп, у техи йеқинда, бу йилму өзини йәнә президентлиққа көрситидиғанлиқини җакарлиған.
Қазақистандики өктичи күчләрниң назарбайефқа болған наразилиқи күнсайин ешиватқан болуп, болупму сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридин болған грузийә, украинийә вә қирғизистанларда йүз бәргән өктичи инқилабларниң арқа-арқидин ғәлибә қилиши, уларға техиму чоң мәдәт болмақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистан-қирғизистан рәһбәрлири учрашти
- Нәзәрбайеф, өктичиләрни қазақистанда инқилаб елип бармаслиққа агаһландурди
- Оттура асиядики диктаторлар ғәрб әллиридин "инқилап" експорт қилмаслиқни тәләп қилди
- Қазақистандики сиясий өктичи партийә паалийитиниң чәклинишидин әндишә қилмақта
- Қазақистанда өктичи сиясий партийиниң паалийити чәкләнди