Қазақистанда 12 киши өзлирини президент сайлимиға кандидат көрсәтти
2005.10.03
Қазақистан мәркизий сайлам комитети дүшәнбә күни 12 кишигә, қазақистанда алдимиздики дикабир ейида өткүзүлидиған президент сайлимида кандидат болуш салаһийити бәрди. Дүшәнбә күни, дикабир ейида қазақистанда өткүзүлидиған президент сайлимида өзини кандидат қилип көрситидиғанларни әнгә алидиған ахирқи күн иди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 4 - дикабир күни өткүзүлидиған президент сайлимиға җәмий 17 киши өзлирини кандидат қилип көрсәткән болуп, қазақистан мәркизий сайлам комитети уларниң 12 синиң кандидатлиқини қобул қилған.
Қазақситан мәркизий сайлам комитети, қалған бәш кишиниң кандидатлиқини қазақ тели имтиһанидин өтәлмигәнлики үчүн рәт қилғанлиқини билдүрди.
Гәрчә қазақистанда өткүзүлидиған президент сайлимиға 12 киши өзлирини кандидат қилип көрсәткән болсиму, лекин хәвәрләргә қариғанда бу сайламда бир- бири билән президентлиқни талишидиған әң күчлүк икки кандидат, қазақистанниң нөвәттики президенти нурсултан назарбайеф билән өктичи "адаләтлик бир қазақистан үчүн" иттипақиниң рәиси җумәрхан туяқбай икән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Нәзәрбайеф чәтәл тәшкилатлирини сиясәткә арилашмаслиқ һәққидә агаһландурди
- Қазақистан президент сайлими бу йил декабирға орунлаштурулди
- Нәзәрбайеф, өктичиләрни қазақистанда инқилаб елип бармаслиққа агаһландурди
- Оттура асиядики диктаторлар ғәрб әллиридин "инқилап" експорт қилмаслиқни тәләп қилди
- Қазақистандики сиясий өктичи партийә паалийитиниң чәклинишидин әндишә қилмақта