Қирғизистанда вәзийәт җиддийләшмәктә
2007.04.19
Қирғизистанда президент бақийиф һакимийитигә қарши 9 күндин бери давамлишиватқан наразилиқ һәрикити җиддий түс елишқа башлиди.
Пәйшәнбә күни қирғизистан бихәтәрлик қисимлири бешкәктә президент сарийи әтрапида топланған миңлиған намайишчини тарқитиш үчүн яш аққузуш бомбиси вә аваз чиқиридиған бомбиларни ишләтти.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, президент бақийифниң сарийи алдида топланған 7000 әтрапида намайишчи, президент сарийи әтрапиға орунлаштурулған сақчиларға таш вә ботулкиларни атқан . Сақчилар намайишчиларни тарқитиш үчүн яш аққузуш бомбиси вә аваз чиқиридиған бомба ишләткән вә намайишчиларни президент сарийи әтрапидин узақлаштурған.
Хәвәрләргә қариғанда, қирғизистан һөкүмити бихәтәрлик тәдбирлирини техиму күчәйткән болуп, бешкәк шәһириниң мәркизи кучисида қирғиз бихәтәрлик қисимлири чарлимақта. Намайишчилар президенти бақийифтин вәзиписидин истпа берип, қирғизистанда йеңи президент сайлими өткүзүшини тәләп қилмақта.
Көзәткүчиләр, қирғизистан сиясий өктичи һәрикити тәрипидин башланған вә 9 күндин бери тинчлиқ билән давамлишиватқан бешкәктики наразилиқ һәрикитиниң, қанлиқ бир һәрикәткә айлинип кетишидин әндишә қилмақта.
Пәйшәнбә күни, қирғизистан сиясий өктичи һәрикитиниң рәһбәрлириниң бери болған омәрбек тикәбайиф мухбирларға бәргән баянатида "намайишчиларни болупму намайишчилар арисидики яшларни контрол қилиш барғансири қейинлишиватиду" дегән көзәткүчиләр тикәбайифниң бу сөзлирини җиддий бир агаһландуруш, дәп қаримақта. (Омәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Оттура асияниң демократик мәркизи - қирғизистан
- Қара балта шәһәридики уйғурлар бир ариға келип йиғин өткүзди
- Қирғизистан өктичилириниң алатав мәйданидики наразилиқ һәркитини давамлашмақта
- Қирғизистанда ачлиқ елан қилишта өлүм һадисиси көрүлди
- Қирғизистандики намайишлар өзлүксиз давамлашмақта
- Қирғизистан нимә үчүн демократийини ишқа ашуралмиди?
- Бишкәктики вәзийәт җиддийләшмәктә
- Қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә бақийефниң истипа беришини тәләп қилип намайиш өткүзүлди