Қирғизистан алий соти асасий қанунға киргүзүлгән өзгиришни бикар қилди
2007.09.15
Қирғизистан алий соти җүмә күни, өткән йили қирғизистан парламинти тәрипидин асасий қанунға киргүзүлгән өзгиришләрни бикар қилди. Қирғизистан алий сотиниң бу қарари билән, президент бақйиф парламентқа өткүзүп беришкә рази болған бәзи салаһийәтләр, қайтидин бақийифқа тапшурулидиған болди.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, өткән йили қирғизистанда президент бақийифқа қарши өткүзүлгән кәң көләмлик наразилиқ намайишлиридин кейин, бақйиф, асасий қанунға өзгириш киргүзүп, президент салаһийәтлириниң бир қисимидин вазкичишни қобул қилған иди.
Йеқинда, қирғизистан парламентиниң икки әзаси, өткән йили ноябир вә декабир айлирида қирғизистан парламинти тәрипидин асасий қанунға киргүзүлгән өзгиришләрниң, қанунларға мувапиқ болуп-болмиғанлиқи тоғрисида һөкүм чиқириши үчүн, қирғизистан алий сотиға әрз сунған.
Қирғизистан алий соти җүмә күни, өткән йили 9- ноябир вә 30 - декабир күнлири асасий қанунға киргүзүлгән өзгиришләрниң қанунларға мувапиқ әмәс икәнлики тоғрисида һөкүм чиқарди һәмдә асасий қанунға киргүзүлгән өзгиришләрни бикар қилди.
Қирғизистан алий сотиниң мәзкур қарари билән, 2003- йилидики асасий қанун, қайтидин иҗра қилиншқа башланди . Бу асасий қанун, президент бақийифқа парламентни бикар қилиш, һөкүмәтни вә министирларни тәйинләш қатарлиқ слаһийәтләрни бериду. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан 120 дөләтниң қатнишиши билән хәлқаралиқ гүзәллик мусабиқиси өткүзмәкчи
- Хуҗинтав қирғизистан зияритини башлиди
- Америка уйғур җәмийити шаңхәй гуруһиниң һәрбий маневирини әйиблиди
- Қирғизистан ташқи ишлар минстири
- японийә қирғизистанға актип ярдәм бериду
- Бишкәк сәнәткарлири шаңхәй һәмкарлиқиниң йиғиниға җиддий тәйярлиқ қилмақта
- Қирғизлар билән өзбекләр оттурисидики мунасивәт барғансери җиддийләшмәктә
- Америка мудапиә министири қирғизистанни зиярәт қилмақчи
- Қулупниң қирғизистанни русийигә қетиш тәклипи мәркизи асиялиқларниң инкасини қозғиди
- Хитай қирғизистанға шаңхәй гуруһиниң йиғининиң бихәтәрликини бирликтә қоғдаш тәклипини бәрди