Қирғизистанниң нарин областидики пуқралар хитай алтун қазғучилиридин нарази болди


2007.10.21

Қирғизистанниң, уйғур елиниң қәшқәр тәвәси билән чегрилинидиған нарин областиниң нарин райони, җерғитал йезисиниң пуқралири қирғизистан алий кеңиши һәм һөкүмитигә әрз сунуп, өзлириниң бу йәрдә паалийәт елип бериватқан хитай алтун қазғучилириға болған наразилиқлирини ипадилигән һәмдә хитай ширкити "ретмет"кә нисбәтән мунасивәтлик чариләрни көрүшни тәләп қилған.

Пәрғанә агентлиқиниң бу һәқтики учурлириға қариғанда, йеза пуқралириниң әрзидә билдүрүлишичә, хитай ширкитиниң ишчилири мәзкур йезиниң 40 гектар яйлақ районида һечқандақ алдин-ала уқтуруш қилмастинла алтун қезиш ишлирини башливәткән.

Бу әһвал пуқраларниң наразилиқини қозғиған болуп, нарин пуқралири өз һөкүмитигә язған билдүрүшидә, әгәр мәзкур хитай ширкитиниң алдин ала уқтурмастин елип бериватқан алтун қезиш ишлирини тохтатмиса, йеза пуқралири билән хитай ишчилири арисида тоқунуш келип чиқидиғанлиқини агаһландурған.

Мәлумки, тәңри тағлири вә памирниң қирғизистан нарин области вә иссиқ көл областиға тәвә қисимлирида мол алтун записи бар болуп, узундин буян канада қатарлиқ дөләтләрниң ширкәтлири бу йәрдин алтун қазмақта, нөвәттә, хитай тәрәпниң мәзкур җайларда қирғизистан тәрәп билән сөзлишип, алтун қезиш ишлири елип бармақта.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.