Президент бақийеф қирғизистан парламентини тарқитиветиш буйруқи чүшүрди


2007.10.22

Қирғизистан президенти қурманбек бақийеф, дүшәнбә күни қирғизистан парламентини тарқитиветиш һәққидики бир буйруқнамиға имза қойди. Бақийеф буйруқнамисидә парламентни әйибләп, бир мәзгилдин бери парламент өзиниң һоқуқ даирисидин һалқип кетидиған бир қатар қанунсиз қарарларни чиқарди. Парламентниң өткән йили 11 ‏- вә 12 ‏- айларда чиқарған икки қетимлиқ йеңи асасий қануни, асасий қанун мәһкимиси тәрипидин қанунсиз, дәп қарилип бикар қилинди, дәп көрсәткән.

Буйруқнамидә йәнә " парламент өзиниң һәрикити билән кризис яритип, парламент әзалири билән асасий қанун мәһкимиси арисида келиштүргили болмайдиған зиддйәтләрни пәйда қилди " дәйду. Бақийеф буйруқнамисидә, бу вәзийәтни көздә тутуп парламентни тарқитиветишни қарар қилғанлиқини билдүргән. Лекин бақийеф, йеңи парламент сайлиминиң қачан елип берилидиғанлиқини тилға алмиди.

Хәвәрләргә қариғанда бақийеф, парламентни тарқитиветиштә йәкшәнбә күни елип берилған рефирандумниң нәтиҗисини асас қилған. Қирғизистан йәкшәнбә күни йеңи асасий қанун вә сайлам қанунини омуми хәлқниң авазиға қойған болуп, қирғизистан мәркизи сайлам комитетиниң дәсләпки статистикисида көрситилишичә, рефирамдумға қатнашқан пуқраларниң %75 и бақийеф оттуриға қойған йеңи асасий қанун вә сайлам қанунини қоллиған.

Лекин қирғизистандики өктичи гуруһлар, йеңи асасий қанунда президентниң һоқуқи күчәйтилгәнликини вә буниң мустәбитликкә елип баридиғанлиқини агаһландуруп, асасий қанун лайиһисигә қарши чиққан. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.