Америка қирғизистандин сүйқәсткә учриған мухбирниң қатилини ениқлашни тәләп қилди
2007.10.26
Америка қирғизистан даирилирини мәтбуат әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирип, чаршәнбә күни қирғизистанниң ош шәһиридә өлтүрүлгән америка авази радиосиниң өзбек бөлүми мухбири әлишир сайипофниң қатилини ениқлап чиқишни тәләп қилди.
Бу йил 26 яшлардики әлишир сайипоф, америка авази радиоси билән әркин явропа радиоси өзбек бөлүминиң ош областидики ихтияри мухбири болуп, у чаршәнбә күни әтигәндә намәлум кишиләр тәрипидин өйи алдида етип өлтүрүлгән.
Америкиниң қирғизистандики баш әлчиханиси пәйшәнбә күни тор бетидә баянат елан қилип, " биз , бу вәһшиянә һәрикәт үстидин дәрһал вә үзүл - кесил тәкшүрүш елип берилишини үмид қилимиз " деди. Баянатта йәнә, "ахбаратчилар вә уларниң тәрәпсиз хәвәрчилики әркин вә очуқ җәмийәтниң һул тешидур. Шундақла уларға бузғунчилиқ қилиш яки уларниң авазини боғуш йолидики һәр қандақ урунушқа сүкүт қилинмайду," дәп көрситилди.
Ош шәһири қирғизистанниң өзбекләр күп санлиқни игиләйдиған , өзбек чегрисидики вәзийити сәзгүр районларниң бири болуп, әлишир сайпиоф бу йәрдин өзбекистандики кишилик һоқуқ вә диний әркинлик дәпсәндичиликни паш қилидиған нурғун хәвәрләрни бәргән. Буниң алдида америка ахбарат мәмури комитети әлишир сайипофниң өлтүрүлүш вәқәсини әйибләп, қирғизистан даирилиридин қатилни тепип чиқишни тәләп қилған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент бақийеф қирғизистан парламентини тарқитиветиш буйруқи чүшүрди
- Қирғизистанниң нарин областидики пуқралар хитай алтун қазғучилиридин нарази болди
- Өзбекистан -русийә бихәтәрлик даирилири давамлиқ пүтүшти
- Қирғизистан алий соти асасий қанунға киргүзүлгән өзгиришни бикар қилди
- Кишилик һоқуқни күзүтүш тәшкилати хитайни вәдисигә әмәл қилмиди дәп әйиблиди
- Өзбекистанда хәлқаралиқ нахша-музика фестивали өткүзүлди
- Өзбекистан хәлқиниң келәчәккә болған үмиди
- Өзбекистанниң вәзийити һәққидә түрлүк анализлар мәйданға кәлмәктә
- Хуҗинтав қирғизистан зияритини башлиди
- Америка уйғур җәмийити шаңхәй гуруһиниң һәрбий маневирини әйиблиди