Қулупниң қирғизистанни русийигә қетиш тәклипи мәркизи асиялиқларниң инкасини қозғиди
2007.06.03
Йеқинда қазақистан президенти нурсултан назарбайеф мәркизи асия дөләтлири иттипақини қуруп, ортақ гүллиниш тәклипини бәргән иди. Мана әмди , униң әксичә қирғизистан өктичи рәһбәрлиридин бири, сабиқ баш министир феликис қулоп, қирғизистанни русийигә конфедератсийә шәкли билән қошуш тәклипини оттуриға қойғандин кейин, бу һәқтә мәркизий асия зиялийлирида инкаслар қозғалди.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, һәқиқәтән һазир қирғизистанда йүз бериватқан еғир иқтисадий қийинчилиқ түпәйлидин аһалиларниң хели көп қисими бу пикирни қоллиши мумкин, лекин нурсултан назарбайефниң мәркизий асия дөләтлири иттипақи қирғизистан хәлқиғә көпрәк мәнпәәт елип келиш еһтималлиқи зор .
Өзбекистанлиқ сиясийон улуғбәк абдусаламовниң қаришичә, мәркизий асия җумһурийәтлириниң русийә билән бирлишиши билән мәркизий асия дөләтлири иттипақи дегән бирлик астиға уюшишниң арисида зор пәрқ мәвҗут. Русийә билән конфедератсийә болуш дегәнлик русийигә сиясий ,мәниви, иқтисадий вә башқа җәһәтләрдин қарам болуш дегәнликтур, мәркизи асия иттипақи болса, өзара баравәрлик асасида қурулуши мумкин .
Қулниң бу қарариға нисбәтән униң билән бир сәптә туруп, президент бақийефқа қарши чиққан бир қисим өктичиләрму қарши турған . Сабиқ парламент башлиқи өмүрбәк текәбайеф буниңдин нарази болуп, русийиниң өзи тәклип бәрмигән әһвал астида оттуриға қоюлған мәзкур идийиниң намувапиқ икәнликини көрсәткән.
Америкида турушлуқ исмини ашкарилашни халимиған бир қирғизистанлиқ феникс қулупниң мәзкур идийиси техи әмдила дуняға кәлгән қирғиз дөлитиниң мустәқиллиқини қайтидин йоқитиштин башқа нәрсә әмәс, униң орниға қирғизистан мәркизи асия дөләтлири иттипақиға кириши вә дөләттә муқим , яхши иқтисадий сиясәт йүргүзүши лазим дәйду.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Оттура асияниң демократик мәркизи - қирғизистан
- Қирғизистан өктичилириниң алатав мәйданидики наразилиқ һәркитини давамлашмақта
- Қирғизистан уйғур иттипақиниң йиғини өткүзүлди
- Қирғиз кишилик һоқоқ паалийәтчиси из дерәксиз йоқалди
- Америка вә қирғизистан икки тәрәп ортақ йосунда терорчилиққа қарши турушни тәшәббүс қилди
- Оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини өткүзүлди
- Росийә қирғизистандики һава армийә базисини кеңәйтмәкчи
- Айтматоф, ортақ түркий тил тәрәққияти һәққидә тохталди