Қирғизистан парламент сайлими һарписидики кишилик һоқуқ


2005.01.21

27 - январ қирғизистан алий кеңәш парламент сайлиминиң йеқинлишишиға әгишип, қирғизистанниң сиясий вәзийити җиддий бир басқучқа қәдәм қойди. Бу арида қирғизистандики интернет вә һәрқайси мәтбуатлар, қирғизистанниң һоқуқтики һөкүмитиниң сиясий оюнлири вә шу сәвәбтин келип чиқиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә түрлүк бәс-муназириләрни елан қилмақта.

Йеқинда қирғизистанда чиқидиған даңлиқ "мая старитса" гезити " қирғизистан һөкүмити урушқа тәйярланмақта" дегән бир парчә мақалини елан қилған. Мақалида қирғизистан һөкүмитиниң баш министири вә сайлам комитетиниң башлиқи николай танайев йеңи йилниң алдида бир мәхпий йиғин уюштуруп, қирғизистан алий кеңәш парламентидики өктичи парламент әзалирини йоқ қилишқа йошурун буйруқ бәргәнлики паш қилинған. Бу хәвәр қирғизистанда дәрһал күчлүк инкас пәйда қилди. Бу һәқтә қирғизистандики ихтияри мухбиримиз турсун ислам тәпсилий мәлумат бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.