Қирғизистан парламент сайлими


2007.12.15

Йәкшәнбә күни, қирғизистанда парламент сайлими өткүзүлмәкчи. Қирғизистан президенти қурманбек бақийифниң ақйол партийиси, сабиқ қирғизистан баш министири алмас бек атамбайиф рәһбәрлигидики сотсиял демократ партийиси вә қирғизистанниң сабиқ парламент рәиси өмәрбек текәбайифниң рәһбәрлигидики ата макан партийиси бу қетимқи парламент сайлимиға қатнашқан әң күчлүк партийиләр һесаблинидикән.

Гәрчә президент бақийеф һөкүмити, парламент сайлиминиң хәлқара өлчәмләргә мувапиқ һалда, демократик вә адаләтлик бир сайлам болидиғанлиқини баян қилған болсиму, әмма қирғизистандики сиясий өктичи партийиләр, президент бақийеф өзиниң сиясий рәқиблирини парламенттин тазилаш үчүн, сайлам нәтиҗисини өзгәртиветиши мумкин, дейишмәктә.

Нурғун кишиләр, президент бақйефни, узундин бери оттура асиядики әң демократик дөләт дәп қарилип кәлгән қирғизистандики һакимийәтни барғансири, мустәбит бир һакимийәткә айландурушқа тиришмақта, дәп әйиблимәктә. Әмма президент бақийеф өткән пәйшәнбә күни бәргән баянатида, бу қетимқи парламент сайлиминиң адаләтлик бир сайлам болушиға капаләтлик қилидиғанлиқини билдүрди.

Лекин, қирғизистандики сиясий өктичи гуруппилар, йәрлик һөкүмәт даирилириниң парламент сайлимиға тәйярлиқ паалийәтлири җәрянида, президент бақийифниң ақйол партийисигә аваз бериши үчүн, пуқраларға бесим ишләткәнликини, баян қилмақта.

2005‏- Йили қирғизистан өткүзүлгән парламент сайлимида, президент ақайиф тәрәпдарлириниң сайлам нәтиҗисини өзгәртишкә тиришиши, һөкүмәткә қарши кәң көләмлик наразилиқ намайишлириниң өткүзүлишигә вә ахирида президент ақайиф һакимийитиниң гумран болушиға сәвәб болған иди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.