Қирғизистанда сайлам хуласиси чиқти


2007.12.17

16 - Декабир қирғизистанда елип берилған парламент сайлимида қирғизистан президенти қурманбек бақийефниң "ақ җол" партийиси үстүнлүкни игилигән болсиму, әмма сайлам нәтиҗиси ғәрб әллиридин кәлгән сайлам көзәтчилири вә риқабәтчи партийиниң әйиблишигә учриған.

Сайламниң ахирқи нәтиҗиси 17- чесла дүшәнбә күни елан қилған болуп, мәлум болушичә, қирғизистан президенти қурманбек бақийефниң "ақ җол" партийиси парламенттики барлиқ орунға еришкән.

Ройтерста бу һәқтә берилгән хәвәрдә көрситилишичә, "ақ җол" партийисиниң парламенттики 90 орунниң һәммисигә еришиши, қирғизистанни бир партийә идарә қилидиған дәвригә башлап кирип, қирғизистанниң башқа мустәбит оттура асийә әллири ичидики әң демократик дөләт сүпитидә мәвҗуд болуп туруш орниға хатимә беридикән.

Хәвәрдә көрситишичә йәнә, сайламни көзитиш үчүн хәлқаралиқ тәшкилатлардин явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати 250 нәпәр хадимдин тәшкилләнгән бир өмәк әвәткән болуп, мәзкур өмәкниң башлиқи киммо килҗунәнниң билдүрүшичә, сайлам нәтиҗиси қирғизистанниң хәлқара өлчәмләргә садиқ болуш җәһәттә өзини испатлаш пурситидин мәһрум қалғанлиқидин дерәк беридикән.

Киммо килҗунән мундақ дегән: "парламент сайлими тәшкилатимизға бәргән бири нәччә вәдисини сақлимиди. Сайламда йүз бәргән чекиниш әһвалидин мән шәхсән бәк үмидсизләндим."

Мәлум болушичә, һазирғичә 80 пирсәнт биләт санилип болған болуп, буниңда "ақ җол" партийиси 48 пирсәнт авазға, "ата макан" партийиси 9.2 Авазға, "сотсиял демократлар" партийиси 7.7 Авазға еришкән. Гәрчә "ата макан" партийиси парламентта орунға еришидиған 5 өлчәмгә тошқан болсиму, әмма қирғизистанниң башқа районлириниң өлчәмлиригә тошмиған.

Ройтерста көрситилишичә, "ата макан" партийиси әзаси қубатбек баболоф: " һөкүмәт бәк рәзиллик қилип өз йеқинлирини парламентқа киргүзди. Бу кейин аваричилик туғдуриду" дегән ун йәнә бу сайламдин хәлқ худди алданғандәк туйғуға келип қалғанлиқини тәкитлигән.

Вәһаләнки, сайлам һәққидә талаш-тарт ишлардин көрә, нурғун кишиләр өзлириниң "ақ җол" партийиси дөләткә муқимлиқ елип келиду дәп ишәнч бағлап, мәзкур партийигә беләт ташлиғанлиқини билдүргән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.