Й б һ т қирғизистан даирилириниң өктичиләрни бастурғанлиқини әйиблиди
2007.12.25
явропа бихәтәрлик - һәмкарлиқ тәшкилати қирғизистан даирилириниң өткән һәптидики қирғизистан парламент сайлимиға нарази болған өктичи гуруһларға " чекидин ашқан күч қолланғанлиқи "ни әйиблиди.
Қирғизистандики сайламда парламенттики орунниң мутләқ көп қисимини президент қурманбек бақийефниң ақҗол партийиси утқан болуп, өктичи партийә - гуруһлардин ата макан партийиси сайламда 2 - партийә болуп чиққан болсиму, лекин парламентқа кирәлмигән иди. Өктичи партийә - гуруһлар қурманбек бақийеф һөкүмитини сайламда сахтипәзлик қилиш билән әйиблимәктә. явропа бихәтәрлик - һәмкарлиқ тәшкилати дүшәнбә күни елан қилған баянатида қирғизистандики сайламниң демократик өлчәмгә тошмиғанлиқини билдүрди.
Сақчилар сайлам нәтиҗисигә нарази болуп намайиш қилған өктичи партийә әзалири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилирини бастурған вә бәзи намайишчиларни тутқун қилған. явропа бихәтәрлик - һәмкарлиқ тәшкилати баянатида мәзкур органниң бешкәктики мәркизиниң рәһбири сақчиларниң чекидин ашқан күч қолланғанлиқи, қопаллиқи вә аммиви тәшкилатлар, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини адаләтсизлик билән тутқун қилғанлиқи сайлам тәртипигә уйғун кәлмәйдиған һәрикәт, дәп қарилидиғанлиқини илгири сүргән.
Қирғизистан узун йиллардин бери оттура асиядики нисбәтән демократик дөләт, дәп қарилип кәлмәктә иди. Лекин өткән һәптидики сайлам қирғизистанниң бу образини йәр билән йәксан қилди. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, явропа бихәтәрлик - һәмкарлиқ тәшкилатиниң әмәлдари маркус мюллер, қирғизистан даирилиридин вәзийәтни яхшилайдиған қәдәмләрни бесишни тәләп қилған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав өзбекистанға тәкрар президент болған керимофни тәбриклиди
- Қирғизистанда сайлам хуласиси чиқти
- Қазақистан явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәис дөлити болиду
- Шаңхәй гуруһиға әза дөләтләрниң мәдәнийәт хадимлириниң билим ашуруш курси үрүмчидә өткүзүлди
- Ву баңгво, шәрқий түркистан күчлирини бастурушта ярдәм бәргән өзбекистанға рәхмәт ейтти
- Б д т тән җазасиға қарши туруш комитети өзбекистанни қаттиқ әйиблиди
- Бишкәктә мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш мәсилиси музакирә қилинди
- Әзәрбәйҗанда түркий дөләтлириниң қериндашлиқ қурултийи чақирилди
- Оттура асия дөләтлири террорға қарши күрәштин пайдилинип өктичиләрни бастурмаслиқи керәк