Бешкәктики булаң- талаңда он нәччә уйғур яриланди


2005.03.27

Хитайниң бешкәктә турушлуқ баш әлчиханисиниң йәкшәнбә күни билдүрүшичә, қирғизистандики " сиясий өзгириш" тин кейин, бешкәк шәһиридә йүз бәргән булаң- талаң қилиш вәқәлиридә уйғур елидин барған он нәччә уйғур тиҗарәтчи яриланди. Уларниң ичидики төти дохтурханиға елип кетилгән болуп, иккисиниң әһвали алаһидә еғир икән.

Хитай мәтбуатлириниң билдүрүшичә, бу уйғур тиҗарәтчилири асаслиқи бешкәктики мәдинә сода мәркизидә өткән пәйшәнбә күни йүз бәргән булаң - талаңда яриланған. Хитай әлчиханиси яриланған бу уйғур тиҗарәтчилирини қандақ орунлаштуридиғанлиқини билдүрмиди. Бирақ, барлиқ хитай пуқралирини ялғуз сиртқа чиқмаслиққа, бихәтәрликкә диққәт қилишқа чақирди.

Хитай әлчиханисиниң билдүрүшичә, улар нөвәттә хитайға қайтишни илтимас қилған бир қисим пуқралирини қайтуруп келиш үчүн, мәхсус айропилан орунлаштурушқа һәрикәт қиливатқан икән.

Хитай һөкүмитиниң мәлуматлириға қариғанда, қирғизистанда хитайниң 10 миңдәк пуқраси бар болуп, буниң ичидә икки миңдәки уйғурлардин ибарәт икән.

24 - Март күни қирғизистанда һөкүмәт өзгириши йүз берип, һакимийәт өктичиләрниң қолиға өткәндин кийин, бешкәктә бир нәччә күндин боян давамлашқан булаң- талаң вәқәлиридә, уйғур содигәрлириму булаң - талаң қилиниш обектиға айлинип, уларниң нәччә милйон долларлиқ мал - мүлки зиянға учриғанлиқи билдүрүлмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.