Қирғизистан хитайларниң үзликсиз ярдимигә еришмәктә


2004.12.24

Хитай һәрбий даирилири йеқинда қирғизистан чегра мудапиә қисимлириға йәнә 2 милйон йүән қиммитидики һәрбий техникилиқ буюмлар вә мадди әшялар ярдәм қилди.

Икки тәрәп чегра мудапиә даирилири 22 - декабир күни бешкәктә көрүшүп, икки дөләт чегра мудапиә қисимлириниң һәмкарлиқини күчәйтиш, шундақла 2005 - йили елип баридиған һәмкарлиқ паалийәтлири бойичә сөһбәт елип барған. Қирғизистан дөләт ахбарат агентлиқи "қабар" ниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири ярдәм қилған буюмлар һәрбий техникилик буюмлар, мадди әшялар вә алақә әсваби қатарлиқларни өз ичигә алиду. "Қабар" ахбарат агентлиқи, 22 - декабир күни бешкәктики қирғизистан чегра мудапиә баш штабида өткүзулгән йиғинға, хитай тәрәптин генерал майор шин лихуаниң қирғизистан тәрәптин генерал майор нурдин чумойефларниң қатнашқанлиқини хәвәр қилди.

Бу қетимқи сөһбәтниң сәл алдида, қирғизистан һөкүмити мәркизи бешкәктики уйғур иттипақиниң қирғиз дөләт тиятирида аммиви паалийәт өткүзүшини чәклигән. Уйғур иттипақи 17 - декабир күни қирғизистан дөләт тиятирида мәзкур тәшкилат қурулғанлиқиниң 15 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзмәкчи болған. Бирақ қирғизистан дөләт секритари ибраһимоф, қирғиз дөләт тиятириниң уйғур иттипақиға берилишини чәклигән. Ибраһимоф, иттипақ рәиси рози мәмәт абдулбақийефниң "еқим" гезитигә бәргән баянатидики "һәр бир уйғур кәлгүсидә уйғуристан яки шәрқий түркистанниң мустәқил болидиғанлиқиға ишиниду," дигән сөзи, хитай - қирғизистан мунасивәтлирини мурәккәпләштүривәтти, дәп көрсәткән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.