Қирғизистан сиясий өктичилири, һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлиридә окраинийини өлгә қилмақта


2005.01.10

Қирғизистандики сиясий өктичиләр, келәр ай қирғизистанда өткүзүлидиған парламент сайлимиға қатнишиши чәкләнгән роза отанбайиваниң сайламға қатнишиш һоқуқини қайтидин қолға кәлтүрүш үчүн украинийидики өктичи һәрикәтни өлгә алмақта.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғизистандики сиясий өктичи һәрикәтниң әң күчлүк рәһбәрлиридин бири болған роза отанбайиваниң 150 гә йеқин қоллиғучиси, украинийидики үктичи һәрикәтниң символи болған қизғуч рәңлик кийимләрни кийип төт күндин бири президент әсқәр ақайофниң сарийи алдида намайиш өткүзмәктә . Намайишчилар қирғизистан һөкүмитидин атаҗурт сиясий һәрикитиниң рәһбири роза отанбайиваниң 27 - фиврал күни өткүзүлидиған парламент сайлими үчүн кандидатлиқини қобул қилишини тәләп қилмақта.

Қирғизистанниң вашнгтон вә лондондики баш әлчиси болуп вәзипә өтигән роза отанбайиваниң кандидатлиқи, қирғизистан сайлам көмитети тәрипидин ахирқи бәш йил ичидә қирғизистанда яшимиған дигән баһанә билән бикар қилинған иди.

Қирғизистандики сиясий өктичиләр, қирғизистан сайлам комитетиниң , парламент сайлимида отанбайива билән охшаш сайлам районидин кандидат болған президент әсқәр ақайофниң қизи бәрнәт ақайованиң сайилинишиға пурсәт яритип бериш үчүн, отанбайиваниң кандидатлиқини бикар қилғанлиқини баян қилмақта. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.