Бақийеф рәсми қирғизистаниң вақитлиқ рәһбири болуп тәйинләнди
2005.03.28
Қирғизистанниң йеңи сайланған парламент әзалири, уларниң сайлинишиға қарши чиқип топилаң көтәргәнләрниң йолбашчиси қурманбик бақийефни баш министирлиқ вәзиписигә тәйинлиди. Хәвәрләргә қариғанда, бақийеф вақитлиқ президентлиқ вәзиписиниму орундайдикән.
Әсқәр ақайоф болса, дүшәнбә күни русийидә бир баянат елан қилип, қирғизистанниң йеңи рәһбәрлирини, дөләтниң иқтисадини вәйран қилип, абройини чүшүрди дәп әйиплиди. Лекин у баянатида, президент вәзиписидин истипа берип- бәрмәйдиғанлиқи һәққидә бир немә демигән.
Ройтирис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бақийефниң йеңи парламент тәрипидин баш министир вәзиписигә тәйинләнгәнлики, қирғизистанда бир нәччә күн давамлашқан қалаймиқанчилиқтин кейин, бираз болсиму қануни бир һакимийәтниң қайтидин тикләнгәнликини көрситидикән.
Бақийеф уни баш министирлиқ вәзиписигә тәйинлигән йеңи парламентниң көңлини елиш үчүн бәргән баянатида, миниң фиврал вә март айлирида қирғизистанда елип берилған сайламларни қанунсиз дегиним тоғра. Лекин бу парламентта бизниң пәқәт сайланған 15 вәя 20 кишигә наразилиқимиз бар. Биз һечқачан пүтүн парламент әзалири кәтсун демәймиз, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бешкәктики булаң- талаңда он нәччә уйғур яриланди
- Қирғизистандики асаслиқ өктичи рәһбәр йеңи парламентни қоллиди
- Бешкәктә, уйғурларниң мәдинә сода мәркизи булаң – талаңға учриди
- Түркийә, бешкәктики вәқәләргә көңүл бөлмәктә
- Хитай һөкүмити қирғизистан билән уйғур ели оттурисидики чегра еғизлирини тақиди