Қирғизистандики вәқәләрниң тәсири мәсилиси
2005.03.29
Алдинқи бир һәптә ичидә қирғизистанда йүз бәргән өктичиләр инқилаби вә униң нәтиҗисидә әсқәр ақайев һөкүмитиниң әмәлдин қалдурулуп, йеңи вақитлиқ һөкүмәтниң мәйданға чиқиши, сабиқ икки палаталиқ қирғиз парламентиниң орниға йеңи бир палаталиқ парламент шәклиниң дәссиши һәмдә һөкүмәт вә парламентни демократик пикиргә игә өктичиләрниң игилиши җуғрапийилик орни интайин муһим болған оттура асия дөлити-қирғизистанниң әтрапидики дөләтләргә җүмлидин мәзкур районда өз тәсирини тикләшкә тиришиватқан чоң мәмликәтләргиму тәсир көрсәтмәй қалмиди.
Қирғизистан вәқәси вә чоң дөләтләр
Қирғизистанда америка вә русийиниң һәрбий базилири мәвҗут болуп, 11-сентәбир вәқәсидин кейин, қирғизистанни өз ичигә алған оттура асия мәмликәтлириниң демократийиниң үлгиси болған америка вә явропа бирлики шуниңдәк шималий атлантик окян әһди тәшкилати билән болған һәмкарлиқ мунасивәтлири раваҗлинишқа қарап йүзләнгән иди. Бишкәктә йеңи һөкүмәт мәйданға кәлгәндин кейин, америкиниң бу җайдики һәрбий базисиниң давамлиқ мәвҗут болуп туридиғанлиқини билдүргән. 29-Март күни вашингтондики "карнеги хәлқара тинчлиқни илгири сүрүш мәркизи" дә өткүзүлгән муһакимә йиғинида бу мәркәзниң юқири дәриҗилик мутәхәссиси марта брил олкот қирғизистан вәқәсиниң ташқи сиясий тәсири һәмдә бу йеңи һөкүмәтниң ташқи сиясити һәққидә тохтилип мундақ дегән;
"Уларниң һәммисиниң ейтишичә шуниңдәк мениңчә, биз шуниңға ишинишимиз керәкки, улар дөлитиниң ташқи сияситини қайтидин бекитишкә тәрәддут қилмайватиду. Бу уларниң асаслиқи америка вә русийә һәрбий базилириға һәмдә қирғизистанниң хитай, русийә билән әслидин бар болған алаһидә мунасивитигә қаритилған"
Униң қаришичә; қирғизистандики вәзийәт русийә вә хитайниң алаһидә диққәт қилишиға еришкән.
Русийә мәтбуатлиридики мәлуматларға қариғандиму, қирғизистан йеңи һөкүмитиниң башлиқи қурманбек бақийев владимир путинға телефон берип, русийә билән яхши мунасивәт орнитидиғанлиқини шуниңдәк уларниң русийиниң ярдимигә муһтаҗ икәнликини билдүргән. Владимир путинму, қирғизистанға ярдәм қилидиғанлиқини әскәрткән һәмдә мәхсус йиғин ечип, бу мәсилиләрни музакирә қилған. Русийә даирилири йәнила коллектип бихәтәрлики келишими тәшкилатиниң манверини өткүзидиғанлиқини тәкитлигән.
Ғәрб мәтбуатлиридики инкаслар
Бу һәқтә елан қилинған мақалилар көп болуп, вәкил характерлиқлиридин бири шуки, явропада чиқидиған" ле мондә" < Le Monde> гезитидә елан қилинған наталийә нургайред исимлик күзәткүчиниң бишкәктики вәқәләр һәққидики мақалисидә " бешкәктики "тулпан гүли рәңлик инқилаб русийиниң оттура асиядики тәсирини аҗизлитиду" дәп һөкүм чиқирилиш билән биргә мәзкур районда америкиниң тәсир күчиниң ғәлибигә еришкәнлики оттуриға қоюлған.
Әнгилийидики "күндилик телеграф" гезитидә елан қилинған бир мақалидә болса, қирғизистандики бу өзгиришләрниң әтрапидики дөләтләрниң һакиммутләқ рәһбәрлиригиму тәсир көрситиши мумкинлики тәкитләнгән.
М. К . Бхадракумар исимлик йәнә бир апторниң " асия вақти" гезитидә елан қилинған мақалисидә қирғизистанниң җәнубидики ош вә җалал абад областлириниң әслидә 20-йилларда өзбекистанға тәвә җайлар болуп, кейин сталин тәрипидин қирғизистанға , таҗикистанға тәвә бухара вә сәмәрқәндниң өзбекистанға айрип берилгәнлики, нәтиҗидә бу җайда бир хил миллий қаршилиқ әһваллириниң пәйда болғанлиқи оттуриға қоюлған.
Аптор мақалисидә өзбекистан билән чегрилинидиған бу җайлардики җүмлидин бишкәктики сиясий өзгиришләрниң қошна өзбекистанғиму тәсир көрситиши мумкинликини тәкитлигән.
Өзбекистанға көрситиши мумкин болған тәсирләр
Мәлумки, өзбекистандики ислам кәримоп һөкүмити узундин буян хәлқара җәмийәт тәрипидин демократийилик тәрәққиятни илгири сүрмәслики шуниңдәк сиясий өктичиләрни җазалиғанлиқи билән әйиблинип кәлмәктә. Өзбекистанниң сабиқ парламент әзаси һәмдә президентниң сабиқ мәслиһәтчиси болған җаһангир мәмәтоп әпәнди қирғизистан вәқәлириниң өзбескистанға тәсир көрситишниң муқәррәрликини тәкитләп, гәрчә һазирниң өзидә бивастә тәсирләрниң аламәтлири көрүлмисиму, лекин буниңдин кейин, қирғизистан һөкүмитиниң рәсми бир демократик сиясәтләрни йүргүзүшигә бағлиқ тәсирләрниң болидиғанлиқини тәкитлиди.
Җаһангир мәмәтоп әпәндини йәнә, қирғизистанниң әтрапидики дичтаторларниң өз түзүмлирини мустәһкәмләш үчүн хәлққә болған бесимлирини күчәйтиветиши мумкинликини, әмма кәримоп түзүминиң һаман ахирлишидиғанлиқини қошумчә қилди.
Җаһангир мәмәтоп вә башқа мулаһизичиләрниң қаришичә, қирғизистанға қошна мәмликәтләрдин хитай ғәрб өлчәмлири бойичә алғанда кишилик вә демократик һоқуқлар дәпсәндә қилинишқа учраватқан, бир партийилик, һакиммутләқлиқ түзүмидики дөләт. У оттура асияниң юқири дәриҗидә тәрәққи қилған демократик район болушини халимайду. Чүнки, бу уйғурларға бивастә тәсир көрситиши мумкин.
Өзбекистан , таҗикистан вә қазақистанлар болса, совет иттипақиниң мустәбит түзүмидин қутулуп, мустәқиллиққә еришкән болсиму, техи һазирғичә демократийлишиш өлчәмлиригә йәтмигән, йәнила һакиммутләқлиқ түзүм үстүнлүкни игилигән мәмликәтләр болуп, улар бу җәһәттә қириғизистан билән тамамән охшаштур.
Әлвәттә, қирғизистан билән чеграланмисиму, йәнила бу җайда өзиниң сабиқ тәсирини сақлап қалған русийә болса, охшашла техи толуқ демократийилишип кетәлмигән, һакиммутләқлиқ қалдуқлири өз күчини йоқатмиған мәмликәттур.
Нөвәттә, оттура асия хәлқлири я демократик түзүмни яки болмиса мустәбитликни таллашқа дуч кәлгән болуп, қирғизистан хәлқи алди билән бу таллаш йәни һәқиқий демократийилишиш таллишиниң қәдимини басти. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистандики уйғур содигәрлири игисиз қиливатиду
- Бақийеф рәсми қирғизистаниң вақитлиқ рәһбири болуп тәйинләнди
- Америка, русийә вә явропа қирғизистанниң нөвәттики вәзийитини яхшилаш үчүн ярдәм көрситидиғанлиқини билдүрмәктә
- Қирғизистан вәзийитидики йеңи йүзлинишләр
- Бешкәктики булаң- талаңда он нәччә уйғур яриланди
- Қирғизистандики асаслиқ өктичи рәһбәр йеңи парламентни қоллиди