Қирғиз соти феликс қулуфқа берилгән бир җинайәтни әмәлдин қалдурди


2005.04.06

Қирғизистан алий сот мәһкимиси чаршәнбә күни қирғизистан өктичи рәһбәрлиридин феликс қулуф үстидин чиқирилған икки хил җинайәтниң бирини әмәлдин қалдурди. Буниң билән қулуфниң 6 - айдики президент сайлимиға қатнишиши үчүн бир яхши йол ечилди.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, көзәткүчиләр нөвәттә феликс қулуфқа чиқирилған йәнә бир җинайәтму әмәлдин қалдурулса, униң президент сайлимиға қатнишалайдиғанлиқини илгири сүрди.

Өктичи флекс қулуф илгири қирғизистанниң бихәтәрлик ишлири мәсули болуп, сабиқ президент әсқәр ақайеф 1997 - йили уни һоқуқини қалаймиқан ишләткән дегән җинайәт билән түрмигә ташлиған. Бу йил 3 - айда қирғизистандики өктичиләр, инқилабий һәрикәт арқилиқ әсқәр ақайефни тәхттин чүшүргәндин кейин, өктичиләр рәһбири қурманбек бақийеф уни түрмидин қоюп бәрди.

Феликс қулуф түрмидин чиққандин кейин, қирғизистандики булаң-талаң қалаймиқанчилиқлирини икки күнниң ичидә тинҗитип болуп хизмитидин истипа бәрди һәмдә алий сотниң униң үстидики җинайәтни сотлишини тәләп қилди.

Хәвәрдә мәлум болушичә, алий сот мәһкимиси униңға берилгән бир җинайәтни бикар қилғандин кейин, униң нәччә йүз һимайичилири сот мәһкимиси алдиға йиғилип, "қулуф, қулуф" дәп товлашқан. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.