200 Дин ошуқ киши қирғизистан алий сот мәһкимисигә бөсүп кирди


2005.06.01

Чаршәнбә күни 200 дин ошуқ киши қирғизистан алий сот мәһкимисигә бөсүп кирип, мәһкимә бинасиға таш вә көйүшчан суюғлуқ қачиланған ботулкиларни атқан.

Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, бешкәк сақчилири нәқ мәйданға дәрһал йетип келип, бу кишиләрни мәһкимә бинасидин қоғлап чиқарған. Бу, қирғизистан өктичилириниң сабиқ президент әсқәр ақайефниң тәхттин чүшүшигә сәвәб болған сиясий инқилабидин буянқи әң чоң қаршилиқ һәрикәт болуп һесаблиниду.

Исмини ашкарилашни халимиған бир нәпәр сақчиниң мәзкур агентлиққа билдүрүшичә, бу намайишчилар сиясий инқилабтин кейин елип берилған сайламда орнини йоқатқан парламент әзалириниң қоллиғучилири икән.

Шундақла, қирғизистан алий сот мәһкимиси, сабиқ президент ақайефниң қаршилиқ һәрикәтләр сәвәбидин чәтәлгә қечип кетишидиму муһим рол ойниған һәмдә уларниң 2 - айдики парламент сайлимини қанунсиз дәп җакарлишиму, өктичи парламент әзалириниң һоқуқни қолиға елишиға түрткә болуп қалған иди.

Вәқәдин кейин, қирғизистан алий сот мәһкимиси ишик тақап, вақитлиқ хизмәт тохтатти. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.