Қирғизистан, сабиқ баш министир танайевниң үстидин тутуш буйруқи чиқарған


2005.06.06

Қирғизистан баш тәптишиниң дүшәнбә күни ашкарилишичә, у қарғизистанниң сабиқ баш министири николай танайевни қолға елиш тоғрисида хәлқара тутуш буйруқи чиқирип, танайевни дөләтниң мал - мүлкини оғлиниң намиға өткүзүвелиш билән әйиплигән.

Қирғизистан баш тәптиши әзимбек бәкнәзәровниң билдүрүшичә, у танайевни русийигә йошурнивалди, дәп қарайдикән шундақла русийидин танайевни қирғизистанда өткүзүп беришни тәләп қилған. Бәкнәзәров, танайев билән биргә қирғизистанниң сабиқ президенти әсқәр ақайевниң күйоғли адил тойғанбайевниму тутуш тоғрисида буйруқ чиқарған.

Қирғизистан баш тәптишиниң ашкарилишичә, һөкүмәт алдимиздики һәптә ичидә сабиқ президент ақайевниң ички кабинтидики бәзи әзалар үстидинму тутуш буйруқи чиқиридикән.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, баш тәптиш танайевни дөләтниң 40 милйон сомини оғлиниң қиливелиш билән әйиблигән. Әгәр бу раст болуп чиқса, танайев 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин.

Ақайев һөкүмити бу йил -24 марттики бешкәк инқилабида ағдурулғандин кейин, йеңи һөкүмәт ақайевниң иқтисади хиянәтчиликини сүрүштүрүш комитети қурған. Мәзкур комитет ақайев вә униң адәмлири билән мунасивити болуши мумкин, дәп қаралған 175 ширкәт үстидин тәкшүрүш елип барди. Әмма бәзи содигәрләр тәкшүрүш комитетини хусуси ширкәтләр үстидин қанунсиз тәкшүрүш елип бериш билән әйиблимәктикән . (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.