Қирғизистандики қалаймиқанчилиқ, президент сайлимиға тәһдит салмақта
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғизиситанда күндин -күнгә күчийиватқан наразилиқ һәрикәтлири, йеқинда бу дөләттә елип берилидиған президент сайлимини қийинчилиқларға дуч қилмақта.
Хәвәрдә ейтилишичә, болупму америка әмәлдарлири, март ейида қирғизистанда әсқәр ақайоф һакимийити хәлқ қозғилиңиниң нәтиҗисидә гумран болғандин кейин, қирғизистандики демократик өзгиришләр тоғрисида үмидвар икәнликини баян қилип кәлмәктә.
Өткән ай өзбәкистан һөкүмитиниң әнҗан шәһиридә елип барған бастуруш һәрикити, америка үчүн қирғизистанниң әһмийитини техиму күчәйтти. Чүнки өзбекистан һөкүмитиниң әнҗандики бастуруш һәрикитидин кейин, америкиниң өзбекистан һөкүмити вә ислам кәримоф билән болған мунасивити йирикләшти.
Хәвәрләргә қариғанда, америка һөкүмити қирғизистан һөкүмитиниң, президент сайлими елип бериш арқилиқ, демократик принсип вә қаидиләргә толуқ һөрмәт қилидиғанлиқини испатлишини көтмәктә. Лекин 10 - июл күни өткүзүлидиған президент сайлими һарписида қирғизистанда йәнә наразилиқ һәрикәтлириниң йүз бәргәнлики, бәзи сиясий мулаһизичиләрни әндишиләндүрмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бақийев бешкәктики вәқәни сабиқ президент тәрәпдарлириға бағлиди
- Бешкәктә намайишчилар қалаймиқанчилиқ чиқарди
- Қирғизистанда сақчилар һөкүмәт бинасини игиливалған намайишчиларға күч қолланди
- Қирғизистанниң ош шәһиридә сақчилар намайишчиларға оқ чиқарди
- 200 Дин ошуқ киши қирғизистан алий сот мәһкимисигә бөсүп кирди