Қирғизистан сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридин өз қәрзини қайтуруп беришни тәләп қилмақта
2005.10.30
Қирғизистанниң дөләтлик "қабар" агентлиқиниң учуридин қариғанда, қирғизистан һөкүмити сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридин йәни балтиқ деңизи бойидики латвийә, литва вә естонийәләрдин шуниңдәк йәнә украинийә, молдавийә вә таҗикистанлардин совет дәвридин ешип қалған қәрзлирини қайтуруп беришни рәсми тәләп қилған. Әмма таҗикистандин башқа җумһурийәтләр бундақ қәрзниң мәвҗут әмәсликини ейтип, уни инкар қилип, қайтурушни рәт қилған.
Естонийә ташқи ишлар министири урмас паәт қирғизистанниң естонийидин алмақчи болған 84 миң доллар қәрз пули һәққидә һечқандақ қануний асасий йоқлиқини, чүнки буни таҗавузчилар пәйда қилған иш икәнликини көрсәткән. Униң қаришичә, естонийә әйни вақитта совет иттипақи тәрипидин ишғал қиливелинған земин болғачқа, буниңға совет иттипақи җавабкар болуш керәк, әмма таҗавучилардин йәни совет иттипақидин қәрз тәләп қилиш мумкин әмәс, чүнки һазир у мәвҗут әмәс. У йәнә совет иттипақи йимирилиш вақтида һәр қайси иттипақдаш җумһурийәтләрниң буниңдин кейин бир-биридин совет дәвригә мунасивәтлик һечқандақ әрз вә тәләпләрни оттуриға қоймаслиққа пүтүшкәнликини көрситип, қирғизистанни сөзигә риайә қилишқа дәвәт қилған.
Қирғизистан учурлиридин қариғанда, қирғизистан һөкүмити һәр қайси сабиқ совет җумһурийәтлиридин алидиған 31 милйон 400 миң доллар барлиқини һесаблап чиққан, таҗикистан қирғизистандин алған електир енергийисиниң һәққи болған 2 милйон долларни, украинийә алған уранниң һәққи болған 27 милйон долларни төлимигән икән. Украинийә бу пулни бәрмигәнлики үчүн 2002-йили қиргҗизистан украинийиниң дуня сода тәшкилатиға киришигә қарши аваз бәргән. (Үмидвар)